2000-Йилларда туғулған хитай яшлири или тәвәсидә қәдимий ядикарлиқ издәшкә сәпәрвәр қилинған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.15

Хитайниң шинхуа тори тарқатқан бир хәвәрдин қариғанда, хитай даирилири мәхсус 2000-йиллири туғулған хитай яшлири вә алий мәктәп оқуғучилирини уйғур елидә “мәдәнийәт ядикарлиқлири” издәшкә сәпәрвәрлик қилған.

Шинхуа ториниң хәвиридә баян қилинишичә, бу бир түркүм алаһидә “саяһәтчиләр” или областиниң нилқа наһийәсидики 4-нөвәтлик “мәмликәтлик мәдәнийәт ядикарлиқлирини тизимлаш хизмәт гурупписи” ниң әзалири болуп, улар һәр күни таң сәһәрдә нилқидики мәдәнийәт ядикарлиқлири орунлириға баридикән вә бәзилири чөл-җәзириләрдә, бәзилири қиялиқларда, бәзилири етизлиқлар астиға көмүлгән ядикарлиқларни издәйдикән. Сүрәтлик хәвәргә қариғанда, археологийәлик қидириш вәзиписи теңилған бу яшларниң һәммиси дегүдәк хитайлар икәнлики мәлум.

Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә археологийә арқилиқ өзлириниң сиясий муддиасини илгири сүрүш һәрикитини күчәйткән иди. Хитай һөкүмити өткән йили декабирда бейҗиңда мәхсус “чегра район археологийә илмий муһакимә йиғини” ечип, чегра районларниң тарихи вә мәдәнийитиниң хитай мәдәнийитиниң муһим тәркибий қисми икәнлики тәкитлигән. Шуниң билән биргә, археологийәни қандақ қилғанда сиясәткә маслаштуруп, хитай һөкүмити тәшәббус қиливатқан тарих вә мәдәнийәт еңи бәрпа қилғили болидиғанлиқи һәққидә алаһидә көрсәтмә бәргән иди.

Шинхуа ториниң юқириқи хәвиригә қариғанда, нилқа наһийәсидә мәдәнийәт ядикарлиқлири издәйдиған бу яшлар “илгири байқалмиған ядикарлиқларни қидирип тизимлайдикән вә тарихий гуваһчиларни қандақ қоғдашни өгинидикән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.