Уйғур диярида йеңидин ядро қораллири амбири селинмақта

Мухбиримиз әзиз
2021.07.27

Хитай һөкүмитиниң йеқинқи мәзгилләрдә зор көләмдә ядро қораллири амбири ясаватқанлиқи һәрқайси саһәниң зор диққитини қозғаватқан мәсилиләрдин болуп қалмақта.

“нйо-йорк вақти гезити” ниң 27-июлдики хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити қумул районидики 800 кувадират километир даиридә аз дегәндиму 110 җайда ядро қораллири амбири ясап чиққан. Бу амбарларниң бир бири билән болған арилиқи үч километир әтрапида икән. Сүни һәмраһ сүрәтлиридин мәлум болған бу учурлар һәрқайси алимларниң дәлиллишидин өткәндин кейин һәрқайси саһәниң бу мәсилигә болған қизиқиши зор дәриҗидә ашқан.

“вал стрет журнили” гезитиниң 27-июлдики хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити бу қетим қумул районида ясап чиққан ядро қораллири амбири көләм вә сан җәһәттә гәнсу өлкисидики йүмен шәһридә бәрпа қилип чиққан биринчи түркүм ядро қораллири амбириға охшап кетидикән. Йүмен тәвәсидики ядро қораллири амбириниң сани 120гә йәткән болуп, икки җайниң арилиқиму 380 километир келидикән. Шуңа буларни әмилийәттә бир зор көләмлик ядро қораллири амбири райони, дейишкиму болидикән.

Һазирчә бу ядро қораллириниң қанчилик оқ беши елип йүрәләйдиғанлиқи һәмдә учуш мусаписиниң қанчилик икәнлики намәлум болсиму, буни көплигән анализчилар хитай һөкүмитиниң ядролуқ һәрбий қоралларни кеңәйтиш һәркити, дәп қаримақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.