Японийә - франсийә һәрбий техника өткүзүп бериш келишимгә имза қойған
2015.03.14
Җүмә күни японийә - франсийә һәрбий өскинә вә һәрбий техника өткүзүп бериш келишимгә имза қойған. Мәзкур келишим бойичә икки тәрәп дөләт мудапиәсигә алақидар қоралларни бирликтә тәрәққий қилдуралйдикән.
Җүмә күни японийә вә франсийә ташқи ишлар министирлири елан қилған бирләшмә баянатта юқири келишимгә юқири баһа бәргән.
Японийә ташқи ишлар вәзири фумио кишида келишимниң икки дөләтниң хәвпсизлик саһәсидики һәмкарлишиш дәриҗисини йәнә бир балдақ юқири көтүргәнликини билдүргән.
Франсийә ташқи ишлар министири юқириқи келишимниң һәр икки тәрәп үчүн пайдилиқ икәнликини тәкитлигән.
Мәлум болушичә, бу икки дөләт кәлгүсидә йәнә һәрбий қошунлири арисидики арқа сәп һәмкарлиқиниму күчәйтишкә қарап қәдәм елишқиму келишкән.
Японийә өткән икки йил җәрянида әнглийә вә австралийә қатарлиқ дөләтләр билән юқириқиға охшаш келишимләрни имзалиған вә өзиниң чәтәлгә әскәр әвәтиш вә қорал - ярақ експорт қилиш қәдимини тезләткән иди.
Бу хитай даирилириниң наразилиқини қозғиған.