Арфийә ери японийә сиясий сәһнисидә зор диққәт қозғимақта
2022.06.21
Японийә парламентиниң юқири палата әзалиқ сайлимиға өзини тизимлатқан уйғур қизи арфийә ери (арфийә абләт) йеқиндин буян һәрқайси ахбарат саһәсиниң күчлүк диққитини қозғап кәлмәктә.
“бүгүнки японийә” гезитиниң 20-июндики хәвиридә ейтилишичә, бу йил 33 яшқа киргән арфийә илгирики вақитларда бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да ишлигән хизмәт тәҗрибиси асасида өзиниң уйғурчә, хитайчә, япончә, инглизчә қатарлиқ көп хил тилни пишшиқ игилигән, сиясий вә иқтисадий мәсилиләр билән яхши тонушлуқи болған бир кандидат икәнликини намаян қилмақтикән. У мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб берип ; “қизиқарлиқ йери, кишиләр мениң сиясий қаришим һәққидә әмәс, көпинчә уйғурлар дуч келиватқан мәсилиләр һәққидә соал сораватиду. Бир уйғур болуш сүпитим билән мән буни тоғра чүшәндим” дегән. Хәвәрдә ейтилишичә, арфийә ахбарат саһәсиниң уйғурлар һәққидики соаллириға җаваб бәргәндә қәтий һалда “шинҗаң” дегән намни қоллинишни рәт қилип кәлгәникән. У бу һәқтә сөз болғанда “уйғур дияридики мислисиз зулумлар” дегән җүмлини көп қетим тилға алғаникән.
Арфийә бу һәқтә әһвал тонуштуруп, өзиниң уйғур болуши түпәйлидин барғансери көп кишиләрниң бу сайлам риқабитигә қизиқиватқанлиқини, бу җәрянда японийәдиму “көп хиллиқ” қа болған майиллиқниң ешип меңиватқанлиқини алаһидә тәкитлигән. Сайлам нәтиҗиси 10-июл күни мәлум болидиған болуп, нөвәттә японийә парламентидики йетәкчи күч болған әркин демократлар партийәсиниң сайламда утуп чиқиш еһтималлиқи зор, дәп қаралмақтикән.