Японийә хитайдин пуқралириниң паракәндичилик телефонлирини тохтитишини тәләп қилған
2023.08.29
Японийә, фукушима ядро истансисидин су қоюп бериштин кейин, хитай пуқралириниң японийәдики дукан вә орунларға телефон қилип, паракәндичилик селишиға қарита хитайға наразилиқ билдүргән. японийә даирилириниң 28-авғуст билдүрүшичә, японийәниң фукушима ядро истансиси тинч окянға радиактиплиқ су қоюп бәргәндин кейин, японийә хитайдин кәлгән паракәндичилик характеридики нурғун “әпсуслинарлиқ” телефонларни тапшурувалған. Буниңға қарита японийә хитайға рәсмий наразилиқ билдүргән. японийә өткән пәйшәнбә күни радиактиплиқ су қоюп беришни башлап, фукушима ядро истансисини ишләпчиқириштин тохтитишниң ачқучлуқ қәдимини басқан.
Фукушима ядро истансиси 2011-йили деңиз шавқуниниң һуҗумиға учрап, буниңдин 25 йил аввал йүз бәргән сабиқ совет иттипақиниң чернобил ядро истансиси вәқәсидин буянқи әң чоң ядро радиатсийәсиниң чиқип кетиш вәқәси йүз бәргәниди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, японийә кабинет баш катипи хириказо матсуно, японийәниң хитайдин урулған нурғун телефонларни тапшурувалғанлиқини билдүрүп: “бу тәрәққият кишини бәк әпсусландуриду, шундақла биз униңдин әндишә қилдуқ” дәп көрсәткән. Шу мунасивәт билән японийә ташқи ишлар министири масатака окани хитайниң японийәдә турушлуқ баш әлчисини чақиртқан. Ройтерс агентлиқиниң қәйт қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси 28-авғусттики күндилик ахбарат йиғинида, хитай пуқралириниң японийәгә телефон қилип паракәндичилик селиш һадисисидин хәвәрсиз икәнликини билдүргән. Лекин хитайниң японийәдә турушлуқ әлчиханиси өзлириниңму японийәликләр урған бу хил паракәндичилик телефонлирини тапшурувалғанлиқини ейтқан.
Хитай әлчиханиси елан қилған бу һәқтики баянатида, хитайниң японийәдики әлчихана вә консулханилириға “японийәниң нурғун паракәндичилик телефонлири” ниң келип, әлчихана вә консулханиларниң “нормал мәшғулатиға җиддий дәхли қилғанлиқи” ни ейтқан. Лекин японийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, бу хил паракәндичилик телефонлири японийәниң хитайда турушлуқ органлириғиму кәлгән. японийә баш министири фумио кишида бейҗиңниң “пуқралириға өзини тутувелиш вә мәсулийәтчан болуш” һәққидә күчлүк чақириқта болушини тәләп қилған.