Японийәниң йеңи авиаматка пилани хитайни әндишигә салди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.12.28

Йеқиндин буян японийәниң америкидин ф-35б типлиқ реактип күрәшчи айропилан сетивалмақчи болғанлиқи һәмдә буниңға мас һалда өзиниң “изумо” вә “кага” намлиқ уруш парахотлирини авиаматкиға өзгәртиш пилани хитай тәрәпниң қаттиқ наразилиқини қозғиған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүййиң бүгүн бу һәқтики әндишисини мундақ баян қилди: “японийәниң изумо уруш парахотини өзгәртиш пилани тарихий сәвәбләр түпәйлидин қошнилириниң диққитини тартиду. Биз японийәни өзара ишәнчни, район тинчлиқи вә муқимлиқини мустәһкәмләш йөнилишидә һәрикәт қилишқа дәвәт қилимиз.”

Мәлум болушичә, японийәниң “изумо” вә “каго” уруш кемилириниң узунлуқи 248 метир, кәңлики 38 метир, еғирлиқи 25 миң тонна болуп, улар 2‏-дуня урушида америкиниң тинч окяндики пеарил харбор портиға һуҗум қилған чеғида ишлитилгән икән. 

Австралийә ахбаратиниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, хитайниң йеқинқи йиллардин буян сенкаку қатарлиқ талаш-тартиштики араллар әтрапида һәрбий мәвҗудийити билән игидарчилиқ урунушини йәниму күчәйтиши японийәниң һошярлиқини өстүргән. японийә баш вәзири шинзо абе 2018‏-йили һәрбий хамчотини 48 милярд долларға өстүргән. 

Хуа чүнйиң бүгүнки баянатида йәнә японийәни өз қанунлиридики алақидар маддиларни унутмаслиққа чақирған. японийә асаси қануниниң тоққузинчи маддисида японийәниң игилик һоқуқи дәхли-тәрузға учримиғичә уруштин узақ туруш пиринсипи бекитилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.