Хитай даирилири уйғур диярида “ятақлиқ мәктәп” түзүмини омумлаштурмақта

Мухбиримиз сада
2019.07.17

Уйғур дияридин икки милйондин артуқ уйғур вә башқа йәрлик милләтләр җаза лагерлириға соланғанлиқи илгири сүрүлүватқан мәзгилдә хитай даирилири уйғур аптоном райониниң һәрқайси йеза-базар районлирида “ятақлиқ мәктәп” түзүмини омумлаштурмақтикән.

“тәңритағ” ториниң 17-июлдики хәвиригә қариғанда уйғур аптоном районлуқ маарип назарити “ятақлиқ мәктәп қуруш өлчими” һәққидә бир уқтуруш тарқатқан. Уқтурушта уйғур дияриниң һәрқайси йеза-базарлиридики ятақлиқ мәктәпләрни қурушни омумйүзлүк тезләштүрүш нишан қилинған.

Уқтуруштин мәлум болушичә, башланғучниң 1-3-йиллиқиғичә болған балилар мәктәп ятиқида ятмай өйидин қатнап оқуса болидикән. 4-6-Йиллиққичә болған балилардин шараити яр бәргәнләр ятақта йетип туруп оқуса болидикән. Толуқсиз оттурида оқуйдиғанлар чоқум мәктәп ятиқида йетиши керәк икән.

Хәвәрдә ятақлиқ мәктәпләрниң ичидә оқутуш бинасидин башқа йәнә һәрхил паалийәтләрни елип баридиған җайларни өз ичигә алған толуқ әслиһәләнгән бир җай икәнлики дейилгән.

Йеқинда б б к тори елан қилған бир видийолуқ хәвәрдә нәччә миңлиған уйғур балилирини

Сиғдуралайдиған ятақлиқ мәктәпләрниң җаза лагерлириниң йениға селинғанлиқи ашкариланғаниди.

Униңдин башқа өткән мәзгилдә викә ториниң мухбири исабил йоң уйғур дияриниң қәшқәр вә хотән шәһиридә зиярәттә болған. Бу җәрянда йәсли вә башланғучта оқуйдиған уйғур балиларниң шәнбә-йәкшәнбидиму өйигә қайтмайдиғанлиқини көргән. Тәһлилчиләрниң дейишичә, исабил йоңниң районда көргәнлири әмәлийәттә юқирида дейилгән “башланғучниң 1-3-йиллиқиғичә болған балилар мәктәп ятиқида ятмисиму болиду” дегән мәзмунға қарму-қарши келидикән.

Анализчилар, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида ятақлиқ мәктәп түзүмини йолға қоюши бир җәһәттин уйғур аилиләрни парчилаш болса, йәнә бир җәһәттин уйғур балилирини кичикидин башлапла өз миллий кимликини йоқитишқа қарап йүзләндүрүшниң бир йошурун урунушидур, дәп тәхмин қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.