“явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диялоги” да уйғур мәсилисиниң күнтәртиптә болидиғанлиқи билдүрүлди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.06.10

Явропа иттипақи билән хитай кишилик һоқуқ диялоги 16-июн күни хитайниң чуңчиң шәһиридә өткүзүлидиған болуп, “шинҗаң мәсилиси” икки тәрәп диялогидики нуқтилиқ музакирә темилириниң бири болидикән. Хәвәрләрдә, явропа иттипақи сөһбәт өмикигә униң асия ишлириға мәсул дипломати пола пампалониң йетәкчилик қилидиғанлиқи, сөһбәт өмикиниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә даир нурғун әндишилирини, җүмлидин күнтәртиптики қизиқ нуқтилардин болған тибәт, уйғур дияри вә хоңкоң мәсилилирини оттуриға қойидиғанлиқи қәйт қилинмақта. явропа иттипақи ташқи ишлар комитети елан қилған баянатта “хитай һөкүмити хәлқараниң уйғур диярида тәрәпсиз вә мустәқил тәкшүрүш елип беришиға йол қоюши керәк” дегән мәзмун йәнә бир қетим тәләп қилинған.

Баянатта “явропа иттипақи мустәқил хәлқара мутәхәссисләр, чәтәллик журналистлар вә дипломатларниң тибәт, шинҗаң вә хитайниң башқа җайлирида һәқиқий рәвиштә чәклимисиз һәм назарәтсиз тәкшүрүштә болушиға йол қоюлушини давамлиқ тәләп қилиду” дейилгән. явропа иттипақи 2023-йили хитай билән бирюсселда өткүзгән кишилик һоқуқ диялогидин кейин баянат елан қилип, хитайни б д т кишилик һоқуқ алий комиссари елан қилған “шинҗаң доклати” дики тәвсийәләрни иҗра қилишқа чақирған.

 явропа иттипақиниң баянатидин мәлум болушичә, хитай 16-июн чуңчиңда өткүзүлидиған сөһбәт әснасида явропа сөһбәт өмикиниң тибәттә зиярәттә болушиға йол қойған. Хәвәрләрдә қәйт қилинишичә, явропа иттипақи тибәтләрниң инсан һәқлирини дәпсәндә қилиш мәсилисидә хитайни әйибләватқанда уларниң бу районни зиярәт қилишиға йол қоюлуши аз учрайдиған әһвал икән. явропа иттипақи 2023-йили кишилик һоқуқ күни мунасивити билән елан қилған баянатида, хитайниң тибәттики “мәҗбурий ятақлиқ мәктәп вә DNA әвришкисини йиғиш” қа охшаш һәрикәтлири “кишилик һоқуқ вәзийитиниң еғир әһвалини намаян қилидиғанлиқи” билдүрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.