Явропа иттипақи хитайниң кийим-кечәк саһәсидә уйғур мәҗбурий әмгикини қолланғанлиқини әйиблиди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.12.06

Явропа иттипақи парламент әзалириниң һавалиси билән елип берилған әң йеңи тәтқиқатта байқилишичә, явропа иттипақи тәвәсидә сетиливатқан кийим-кечәкләрдин аз дегәндә 39 даңлиқ маркиниң “хитайниң дөләт бәлгилигән әмгәк күчини йөткәш пирограммисиға қатнишишқа мәҗбурланған уйғурларниң әмгәк күчини ишлитиш” бәдилигә ишләпчиқирилғанлиқ хәвпи мәвҗут икән.

2023-Йили 12-айниң 6-күни фирансийәниң “ле монде” Le Monde) ) гезитидә берилгән мәхсус доклатта мундақ дейилгән: “хитайда уйғурларниң мәҗбурий әмгикини ишлитиш давамлашмақта. Буниң ичидә явропадики даңлиқ маркиларға кийим-кечәк ишләйдиған хитай ширкәтлириму бар. Зара (Zara) , некист (Next) , пирада (Prada) қатарлиқ кийим-кечәк ширкәтлири аз дегәндә уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған хитай ширкәтлиридин төти билән һәмкарлашқан. ”

Явропа иттипақидики бир қисим сотсиял демократик партийәләрдин болған парламент әзалири, әнглийә шефлид һаллам университети (Sheffield Hallam University) тәтқиқат гурупписи, уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизи вә уйғур кишилик һоқуқ көзәткүчиси қатарлиқ тәтқиқат мәркәзлириниң доклатини нәқил кәлтүрүп, мундақ дегән: “уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқ зор миқдардики кийим-кечәкләр һечқандақ чәклимигә учримай явропа иттипақиға йөткиливатиду. Бу явропа иттипақиниң сиясити, истемалчиларни уйғур мәҗбурий әмгики билән булғанған мәһсулатларни сетивелиштин тосмайдиғанлиқини көрситип бериду. ”

Бу доклат явропа иттипақиниң пирезидентлири урсула вон дер лейен вә чарлез мишел бейҗиңға берип, хитай пирезиденти ши җинпиң билән явропа-хитай башлиқлар йиғиниға қатнишиватқанда елан қилинған. Уларниң учришиши асаслиқи сода мәсилисигә мәркәзләшкән болсиму, әмма явропа иттипақиниң әмәлдари учришиштин илгири хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисиниму оттуриға қойидиғанлиқини ейтқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.