Явропа парламентида, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи хитай әмәлдарлириға техиму көп җаза қоюш тәләп қилинди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.12.15

 явропа парламентиниң 13-декабир күни өткүзүлгән музакирә йиғинида парламент әзаси, шиветсийәлик сиясийон дәйвид лега сөзгә чиқип, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи хитай әмәлдарлириға техиму көп җаза қоюшқа чақирған шундақла хитайдин илһам тохти қатарлиқ тутқунларни қоюп беришни тәләп қилған. явропа парламентиниң бу қетимлиқ музакириси явропа иттипақи рәһбәрлири 14-вә 15-декабир күнлири йиғин өткүзүп, русийәниң украина урушиға ярдәм қилған хитай ширкәтлиригә ембарго қоюш-қоймаслиқни музакирә қилиш һарписида елип берилған. Мәлум болушичә явропа кеңишиниң пирезиденти чарлес мишел билән явропа комитетиниң рәиси урсула фон дер лейен бу айниң башлири хитайда зиярәттә болғанда ши җинпиңға русийәни һәрбий әслиһәләр билән тәминләп, явропа иттипақиниң русийәгә йүргүзгән ембаргосиға хилаплиқ қилған 13 хитай ширкитиниң тизимликини бәргән.

 Дәйвид лега явропа парламентида қилған сөзидә мундақ дегән: “мән ноябир ейида дәп өткәндәк коммунистик хитай һакимийити явропа үчүн узун муддәтлик әң чоң тәһдит. У, системилиқ дәриҗидин ташқири дуня һөкүмранлиқини қоғлашмақта һәм буниңға йетишниң пиланини түзмәктә. У, демократийә вә кишилик һоқуқ, қанун билән тәһдит салмақта” .

Дәйвид леганиң тәкитлишичә, хитай дуняви чоң күч сүпитидә алаһидә мәҗбурийәткә игә болсиму, хитай рәһбәрлири дуняви мәсилиләрни һәл қилиштин көпрәк дуняви мәсилә пәйда қилмақтикән. У, хитайниң украина урушида русийәни қоллаш, тәйвәнгә тәһдит селиш, кишиләрни наһәқ қамаш, истибдат қиммәт өлчимини експорт қилиш, тибәт вә уйғур районида мәҗбурий ассимилятсийә елип бериш, мәҗбурий әмгәк, инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқ хәвпи пәйда қилиш арқилиқ мәсилә яратқанлиқини билдүргән. Дәйвид лега сөзиниң ахирида: “биз барлиқ васитиләрни ишлитип, бу доклатта ейтилғинидәк күчлүк вә ениқ рәвиштә хитайға зиядә тайинишни рәт қилишимиз, қаттиқ сода тәдбири қоллинишимиз, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучиларға техиму көп җаза қоюшимиз, илһам тохти, гуй миңхәй, җимий лай вә наһәқ қамалған барлиқ кишиләрни қоюп беришни тәләп қилишимиз керәк” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.