Явропа иттипақи дөләтлири рәһбәрлири хитайни өз козурини ишқа селип путинниң җинайитини тохтитишқа чақирған

Мухбиримиз җәвлан
2022.03.25

Явропа иттипақи рәһбәрлири берюсселда топлинип, русийәгә йеңи имбарго қоюшни музакирилишиватқанда хитайға ортақ бир сигнал бәргән, йәни хитайни өз козурини ишқа селип путинниң җинайитини тохтитишқа чақирған.

CNBC Ториниң бәргән хәвиридә ейтилишичә, италийә баш министири марийо драги (Mario Draghi) мундақ дегән: “хитай наһайити муһим дөләт, улар тинчлиқни илгири сүрүш җәһәттә һәл қилғуч рол ойнайду, тәсир күчи зор, шуңа биз униң оттуриға чиқишини күтүватимиз”.

Латвийә баш минситири артурс каринис (Arturs Karins) мундақ дегән: “хитайниң бир таллиши бар, бу наһайити аддий таллаш: сән тәқдириңни русийәгә-украинаға уруш қозғиған, аяллар, балилар вә дохтурханиларни партилитиватқан бир дөләткә бағлайсән яки явропа иттипақи билән һәмкарлишиш арқлиқ америка вә ғәрбтики демократик дөләтләргә бағлайсән”.

Униңдин башқа, финландийә баш министири санна марин (Sanna Marin) хитайниң бу урушта русийәниң асаслиқ шерики икәнликини ейтқан һәмдә явропа иттипақини хитайниң бу урушта тарихниң тоғра тәрипидә турушиға капаләтлик қилиши керәкликини билдүргән.

Хитай мушу вақитқичә русийәниң украинаға һуҗум қилишини таҗавузчилиқ уруши дәп етирап қилмай кәлгән болуп, гунаһниң һәммисини “натониң шәрққә кеңәймичилик қилиши” ға артип қойған. Хитай йәнә русийәгә иқтисад вә һәрбий җәһәттин ярдәм қилмақчи болған. Әмма хитай билән русийә һөкүмити буни инкар қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.