Явропа комиссийәси: “явропа парламентиниң уйғурлар һәққидики чақириқиға мувапиқ рәвиштә етибар беримиз”
2025.03.20
Явропа комиссийәси баянатчиси 20-март күни явропа парламентиниң өткән һәптә мақуллиған, тайландниң 27-феврал 40 уйғурни хитайға қайтурушиға даир қарар лайиһәсигә инкас билдүрүп, қарар лайиһәсигә диққәт қилғанлиқи вә униңға мувапиқ рәвиштә етибар беридиғанлиқини билдүргән. явропа комиссийәси баянатчисиниң 20-март мухбиримизға язма баянати, тайландниң муавин баш министири вечаячай вә әдлийә министири содсоң башчилиқидики тайланд вәкилләр өмикиниң қәшқәргә берип, 27-феврал күни тайланд даирилири тәрипидин хитайға қайтуруп берилгән 40 уйғурниң әһвалини игилимәкчи болуватқан пәйттә елан қилинған. Баянатта мундақ дейилгән: “биз явропа парламентиниң тайландтики демократийә вә кишилик һоқуқ қарар лайиһәсигә диққәт қилимиз һәм униңға мувапиқ рәвиштә етибар беримиз. явропа комиссийәси тайланд һөкүмитиниң 40 уйғур мусапирини хитайға қайтурушидин қаттиқ әпсуслиниду. Бу қайтмаслиқ пиринсипиға хилапла болупла қалмай, тайландниң дөләт вә хәлқара қанундики мәҗбурийитигә хилаплиқ қилиштур.”
Баянатта йәнә явропа комиссийәсиниң тайланд ташқи ишлар министирлиқиға бу мәсилидики җиддий әндишилирини биваситә билдүргәнлики вә тайланд даирилири билән бу тоғрилиқ йәнә давамлиқ сөзлишидиғанлиқини ейтқан. Баянатта йәнә мундақ дейилгән: “явропа иттипақи тайланд даирилири билән болған сиясий диялогда, җүмлидин кишилик һоқуқ кеңишини өз ичигә алған көп тәрәплик мунбәрләрдә, кишилик һоқуқ мәсилисини давамлиқ оттуриға қойиду.”
явропа парламенти өткән һәптә мутләқ көп авазниң қоллишида мақуллиған қарар лайиһәсидә, явропа комиссийәсиниң тайланд билән болған әркин сода сөһбитидин пайдилинип, униңға тайландта қелип қалған 8 уйғурниң хитайға қайтурулушини тосуш һәққидә бесим ишлитишини тәләп қилған. Шу мунасивәт билән мухбиримиз бу һәптиниң башлирида явропа комиссийәгә хәт йезип, улардин явропа парламентиниң қарар лайиһәсигә болған инкасини сориған. Һалбуки, явропа комиссийәси 20-март мухбиримизға қайтурған язма баянатида, явропа парламентиниң қарар лайиһәсини “мувапиқ рәвиштә етибарға алидиғанлиқи” ни қәйт қилған болсиму, лекин конкрет қандақ қилидиғанлиқини тилға алмиған.