Хитайниң “бир милйон мусулманни йоқитиши” йеңи зеландийәдики қирғинчилиқниң гумандариға илһам бәргән
2019.03.18
Йеңи зеландийәдики икки мәсчиттә йүз бәргән қирғинчилиқ вәқәсиниң гумандари брентон таррант, хитайниң “бир милйон мусулманни йоқитиши” өзидә униңға қарита ихласмәнлик қозғиғанлиқини билдүргән.
Австралийә гираждани брентон таррант 16-март күни йеңи зеландийәниң кристчурч шәһиридики икки мәсчиткә қораллиқ бастуруп кирип, 49 адәмни өлтүргән, 50 тәк адәмни яриландурған. Кейинрәк өлгәнләрниң сани 50 кә йәткән иди. 28 яшлиқ брентон кристчурч, вәқәдин бурун иҗтимаий таратқуларда елан қилған 74 бәтлик хитабнамисидә “ақ тәнликләр үстүнлүки” ни тәшәббус қилип, мусулман көчмәнлирини “таҗавузчилиқ” билән әйиблигән.
У йәнә өзини ақ тәнлик милләтчи, сотсиялизмчи, натсизимчи, дәп тәрипләп, бу җәһәттә хитай өзиниң ғайисидики сиясий, иҗтимаий қиммәт өлчимигә әң йеқин дөләт икәнликини тәкитлигән. Униң илгири сүрүшичә, хитайниң униң ғайисидики сиясий, иҗтимаий қиммәт қаришиға әң йеқин дөләт болушидики сәвәб, хитай “бир милйон мусулманни йоқатқан” икән.
У, шуңа хитайниң дунядики башқурушқа әң қулайлиқ дөләт икәнлики, чүнки, униң җәмийити “көп қутуплуқ әмәс” ликини илгири сүргән.
Мәзкур вәқә хитай һөкүмити 800 миңдин 2 милйонғичә уйғур, қазақ вә башқа мусулман хәлқләрни тутқун қилип, йиғивелиш лагерлириға қамиған, шуниңдәк униң бу лагерларда мусулманларни хитай тили вә мәдәнийитини қобул қилишқа мәҗбурлаватқанлиқи қаттиқ тәнқидкә учрап, лагерларни тақаш, тутқунларни дәрһал қоюп бериш тәләп қилиниватқан бир вақитта йүз бәргән.
Бу вәқәниң һарписида америка һөкүмити уйғур районида кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан хитай әмәлдарлириға қарита “тәдбир қоллинидиғанлиқи” ни билдүргән иди. Мәзкур қирғинчилиқ ғәрб дунясида қаттиқ тәнқидкә учриған болсиму, лекин хитайниң иҗтимаий таратқулирида нурғун киши гумандарға һесдашлиқ қилған.
“квартз” намлиқ тор журнилиниң хәвиридә қәйт қилинишичә, хитай тор дунясида баш көтүргән ислам дүшмәнлики униң мусулманларни бастурушни күчәйтиши билән мунасивәтлик икән.