Йеңи доклат: “дүшмән сүпитидики уйғурлар: хитай һөкүмитиниң қанунлаштурулған һакиммутләқ зулми вә зор көләмлик тутқуни”
2024.08.15
Йеқинда америкадики даңлиқ университетларниң бири болған йел (Yale) университети қармиқидики макмиллан мәркизиниң ирқий қирғинчилиқ тәтқиқати пирограммиси хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан кәң көләмлик тутқуни һәққидә бир доклат елан қилди.
Мәзкур доклатниң апторлириниң бири болған уйғур адвокат рәйһан әсәтниң “X” тә дейишичә, бу тәтқиқат доклатида “хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин буян уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилип, лагерларға қамишиниң уйғурларни аз дегәндиму 4 милйон 400 миң йиллиқ җуғланма һаятидин айрийдиғанлиқи, шундақла уларни гүлләнгән мәдәнийәт мәвҗутлуқидики һәр қандақ пурсәттин мәһрум қалдуридиғанлиқи” оттуриға қоюлған.
Униң билдүрүшичә, доклатта хитай һөкүмитиниң уйғурларни милләт бойичә кәң көләмлик түрмигә солаш, халиғанчә тутуп туруш, дуняда мисли көрүлүп бақмиған қаттиқ җаза бериш вә системилиқ зулум қилиш үчүн һакиммутләқ қанунни қандақ шәкилдә қорал қилғанлиқи тәпсилий баян қилинған икән.
Адвокат рәйһан әсәт “X” тики сөзидә, мустәбит дөләтләрдә қанунларниң пәқәт вәһшиянә җинайәтләрни қанунлаштуруштәк истратегийәлик мәқсәт үчүн лайиһәлинидиғанлиқини алаһидә әскәрткән, шуниңдәк бу доклатниң узун йиллардин бери хитайниң иқтисади тәсири астида бу зулумға пәқәт тамашибин болуп қарап туруватқан “җәнубий йерим шар” дики дөләтләр үчүн ойғиниш чақириқи болушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.