Йеңи доклат: “мәҗбурий әмгәк, йәр ишлитиш һоқуқини тартивелиш вә мәҗбурий ассимилятсийә”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.12.12

Америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси, доктор адриян зенз 12-декабир күни хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан йәрләрни тартивелиш вә мәҗбурий әмгәк сияситигә мунасивәтлик әң йеңи доклатини елан қилди.

Апторниң X тори арқилиқ билдүрүшичә, “мәҗбурий әмгәк, йәр ишлитиш һоқуқини тартивелиш вә мәҗбурий ассимилятсийә” дәп мавзу қоюлған бу йеңи доклатта, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики шохла (пәмидур) вә қизилмуч ишләпчиқиришида кәң көләмдә йәр тартивелиш вә мәҗбурий әмгәк сияситини қолланғанлиқи, нәтиҗидә миңлиған уйғурларни йәрсиз қоюп, бу уйғурларни хитай хоҗайинлар үчүн ишләшкә мәҗбурлиғанлиқи чүшәндүрүп берилгән.

Доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмити уйғур елидә кәң көләмлик тутқун һәрикитини йолға қоюш билән бирликтә, деһқанчилиқни санаәтләштүрүшни йолға қойған. Нәтиҗидә йәрлик уйғур деһқанлирини йәр териш һоқуқини чоң йеза игилик карханичилириға өткүзүп беришкә қистиған, андин уларни йеза игилик карханилири башқуридиған пишшиқлап ишләш базилирида ишқа салған.

У мундақ дәп язған: “2001-йилдин 2021-йилғичә болған арилиқта, шинҗаңдики йәр ишлитиш һоқуқини өткүзүп бериш 50 һәссигә йеқин ашқан. Бу (уйғур) деһқанларниң йәрлиридин айрилип, дөләт бәлгилигән хизмәткә мәҗбурлинишиниң киши һәйран қалидиған көләмгә йәткәнликини көрситип бериду. Бу әһвал кишиләрниң һаятиға чоңқур өзгириш әп келиш билән биргә, тәбиий шәкилләнгән җамаәт муһитини бузиду. Нәтиҗидә бу уйғурларни контрол қилиш, көзитиш вә ассимилятсийә қилишни техиму асанлаштуриду вә көләмләштүриду.”

Доктор адриян зензниң X торида көрситишичә, бу доклатта уйғурларниң шохла, қизилмуч, сәбдәгүл вә сүний татлиқ тәм қошқучи стевийә (stevia) қатарлиқларни териш, йиғиш вә пишшиқлап ишләш җәрянидики мәҗбурий әмгики тәкшүрүп чиқилған. Униңда уйғур елидики мәҗбурий әмгәк билән биваситә яки васитилик һалда четишлиқ болған Kraft Heinz, Nestlé, Del Monte, PepsiCo, McCormick, Unilever вә L'Oreal қатарлиқларни өз ичигә алидиған 90 нәччә даңлиқ ширкәтниң исми тилға елинған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.