Йеңи зелландийидә ахбаратида уйғур мәсилиси тонуштурулди
2013.05.25
Йеңи зелландийидә чиқидиған бир гезиттә уйғур мәсилиси тонуштурулди вә уйғурларниң диний, ирқий вә мәдәний кәмситишләргә учраватқанлиқи көрситилди.
“тимару хәвәрчиси” намлиқ гезитниң 25 - майдики санида берилгән “зиянкәшликтин қачқан аилә” намлиқ мақалидә йеңи зелландийигә өткән йели келип панаһланған бир уйғур алиси вә уларниң кәчмишлири асасида уйғур мәсилиси тонуштурулди.
Буниңда мәзкур аилиниң хитайдики вақтида, ирқий кәмситиштә учриғанлиқи, диний етиқад әркинликидин мәһрум қалдурулуп азаб чәккәнлики, йирақ уйғур йезисида ишләйдиған бу оқутқучиниң уйғур тилиниң муһимлиқи һәққидә сөзлигәнлики үчүн оқутқучилиқтин қалдурулуп, ишик бақар қилип қоюлғанлиқи баян қилинған.
Мәлум болушичә, йеңи зелландийә көчмәнләр мәһкимиси бу уйғурларниң хитайға қайтип кәтсә зиянкәшликкә учрайдиғанлиқини дәлилләп, уларниң йеңи зелландийә панаһлинишға рухсәт бәргән.
Уйғур мәсилисиниң йеңи зелландийә ахбаратида көзгә челиқиши, хитай йеңи зелландийиниң әң чоң сода шерики қатариға өткән мәзгилгә тоғра кәлди.