Хитай даирилириниң бай наһийәсидә йүз бәргән йәр тәврәшкә даир хәвәрләрни контрол қилиши диққәт қозғиди
2020.03.23
23-Март күни уйғур аптоном райониниң бай наһийәсидә 5 бал йәр тәвригән.
Хитайниң “җуңго хәвәрлири” агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, йәрлик даириләр йәр тәврәшниң адәмсиз районда йүз бәргәнлики, тәврәш мәркизигә йеқин йеза-кәнтләрдә һечқандақ өлүм-йитим, өй өрүлүш, мал-мүлүк зиянға учраш һадисилириниң көрүлмигәнликини илгири сүргән. Лекин йәр тәврәшниң конкрет орниға даир һечқандақ учур бәрмигән.
Бу қетимқи йәр тәврәш хитайниң вухән шәһиридә партлиған корона вируси пүтүн хитай вә дуняни қаплап, нурғун җайлар карантинға елинған, уйғур аптоном райони юқумниң тохтиғанлиқини елан қилған болсиму, лекин униң һәқиқий әһвалиға даир учурларни қаттиқ контрол қилип, уйғур “ешинча әмгәк күчлири‚ ни кәң-көләмлик завут-карханиларда ишләшкә мәҗбурий тәшкилләватқан мәзгилдә йүз бәргән иди.
Нөвәттә хитай таратқулириниң байдики йәр тәврәшкә даир хәвәрләрни контрол қилиши диққәт қозғимақта. Йәр тәврәшкә даир хәвәр 23-март күни хитайниң “җуңго хәвәрлири” дә наһайити чәклик тилға елинди, лекин қалған хитай таратқулирида бәк хәвәр қилинмиди.
Хитай йәр тәврәшни көзитиш идарисиниң торида елан қилинған бу һәқтики учурда қәйт қилинишичә, бу қетимқи йәр тәврәшниң мәркизи шималий мердиян 41.75 Градус, шәрқий параллел 81.11 Градус болуп, тәврәш чоңқурлуқи 10 метир икән.