Коммунист хитайниң һазирға қәдәр 11 нәпәр чәтәллик шәхс үчүн тйәнәнмендики байриқини йерим чүшүрүп тәзийә билдүргәнлики мәлум

Мухбиримиз қутлан
2017.01.01

Хитай компартийәси 1949-йили һакимийәт бешиға чиққандин буян җәмий 11 нәпәр чәтәллик дөләт рәһбириниң өлүми сәвәблик тйәнәнмендики дөләт байриқини йерим чүшүрүп тәзийә билдүргәнлики мәлум.

Бу 11 нәпәр дөләт рәһбәрлириниң көпинчиси сабиқ совет иттипақи, моңғолийә, чехисловакийә, руминийә, югославийә, шималий корийә қатарлиқ дөләтләрниң сабиқ компартийә рәһбәрлири икән.

Нур ториниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, коммунист хитай һөкүмити тунҗи болуп тйәнәнмендики байриқини йерим чүшүрүп тәзийә билдүргән чәтәллик шәхс-йосеф сталин икән. Сталин 1953-йили 3-айниң 5-күни вапат болғандин кейин хитай һөкүмити 3-айниң 6-күнидин 9-күнигичә җәмий үч күн тйәнәнмен мәйданидики байриқини йерим чүшүрүп тәзийә билдүргән икән.

Шу йили хитай һөкүмити йәнә чехсловакийәниң алий рәһбири готтивалд вә моңғолийә хәлқ җумһурийитиниң рәһбәрлиридин бомитсенд қатарлиқ икки шәхсниң өлүми үчүн тйәнәнмен мәйданидики байриқини бир күндин йерим чүшүргән.

Шуниңдин кейин хитай һөкүмити йәнә сабиқ руминийә сотсиялистик җумһурийитиниң алий рәһбири груза, сабиқ булғарийә хәлқ җумһурийитиниң алий рәһбири дамияноф, сабиқ конго җумһурийитиниң алий рәһбири ломумба, сабиқ вейтнам демократик җумһурийитиниң алий рәһбири хучимин, франсийә җумһурийитиниң президенти дегол, сабиқ югуславийә фератсийәсиниң алий рәһбири тито, шималий корийә әмгәк партийәсиниң алий рәһбири ким ерсен вә камбоҗия падишаһлиқиниң падишаси сиханук қатарлиқ шәхсләрниң өлүми үчүн тйәнәнмен мәйданидики байриқини йерим чүшүрүп тәзийә билдүргән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.