Америка билән голландийә хитайни йерим өткүзгүч техникасидин чәкләштә өзара келишиши мумкин

Мухбиримиз ирадә
2023.01.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Байдин һөкүмити өткән йил 10-айдин башлап хитайға компутер өзики ясашта қоллинилидиған бир қатар истратегийәлик техника вә мәһсулатларниң екиспорт қилинишини чәклигән. Шундақла хитайниң техника вә һәрбий тәрәққиятини астилитишни мәқсәт қилған бу тиришчанлиқиға йәнә асаслиқ йерим өткүзгүч техникасиға игә дөләтләрдин японийә вә голландийәниңму иштирак қилишини қолға кәлтүрүш үчүн һәрикәт қиливатқан иди.

Ройтерс агентлиқиниң әһвалдин хәвәрдар америка әмәлдарлириниң сөзигә асасән бәргән хәвиригә қариғанда, америка вә голландийәниң мунасивәтлик әмәлдарлири, 27-январ җүмә күни вашингтонда мушу мәсилә үстидә музакиригә олтуридикән. Әгәр икки тәрәп бирликкә келәлисә, җүмә күнила бир келишим һасил болуши мумкин икән.

Йерим өткүзгүч ясашта интайин муһим болған литографик үскүниләрни ишләпчиқиридиған ASML Holding Ширкити голландийәдә болғачқа, униң һәмкарлиқини қолға кәлтүрүш, хитайниң һәрбий тәрәққиятини истратегийәлик техника билән тәминләшни астилишта зор рол ойнайдикән.

“ню-йорк вақти гезити”ниң хәвәр қилишичә, японийә баш вәзири фумио кишида йеқинда америкада зиярәттә болғандиму хитайға йерим өткүзгүч екиспортини чәкләш һәққидә музакирә болған. Америка вә японийәниң бирләшмә баянатида бу һәқтә: “йерим өткүзгүч қатарлиқ һалқилиқ вә йеңидин гүллиниватқан техникаларни қоғдаш вә тәрәққий қилдурушни өз ичигә алған иқтисадий бихәтәрлик һәмкарлиқимизни чоңқурлаштуримиз” дейилгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.