Җаң чүншйән йеңи йиллиқ нутқида аталмиш “диний ашқунларға зәрбә бериш” аталғусини әң көп тилға алған
Уйғур аптоном райониниң биринчи қол башлиқи җаң чүншйән 31- декабир елан қилған йеңи йиллиқ нутқида “муқимлиқни сақлаш” вә аталмиш “диний ашқунларға зәрбә бериш” аталғусини әң көп тилға алған.
“тәңритағ” ториниң хәвәр қилишичә, җаң чүншйән 31- декабир үрүмчидә чақирилған йеңи йилни тәбрикләш чай зияпитидә “2014- йилиниң көрүшкә толған”, “хәлқара вәзийәттә өзгириш көп болған”, аталмиш “террорлуқ вәқәлири көп көрүлгән, үч хил күчләрниң тәшвиқий қутратқулуқ вә қораллиқ арилишиши күчәйгән бир йил” болғанлиқини билдүргән.
Җаң чүшән нутқида 2014- йиллиқ хизмәтлириниң хуласиси сүпитидә өткән бир йил җәрянида “террорлуқ, зораванлиқи вәқәлирини қаттиқ бастурушни күчәйтиш үчүн мәхсус һәрикәтләр елип берилғанлиқи” ни һәмдә шуниңға аит делолириниң “қәтий вә кәскин” бир тәрәп қилинғанлиқини ашкарилиған.
У йәнә, пүтүн район миқясиниң муқим вәзийитини сақлаш үчүн “зәрбә беридиған қол қаттиқ болуш, әдәпләйдиған қол техиму қаттиқ болуш” һалити сақлап келингәнлики, аталмиш диний ашқунлишиш қатарлиқларға қаттиқ зәр бериш үчүн “диний ишлар низамнамиси” ниң өзгәртилгәнлики, “җиһад” нәзәрийисигә тақабил турулғанлиқини билдүргән.
У 2015- йилида юқириқи хизмәт принсипиниң өзгәрмәйдиғанлиқидин шәпә бәргәндин башқа, бу йилда “иқтисадий тәрәққият арқилиқ җәмийәт муқимлиқини қолға кәлтүрүш” механизмини күчәйтилидиғанлиқини тәкитлигән.
Иқтисадий игиликни илгири сүрүп, уйғур елиниң муқимлиқини капаләткә игә қилиш пикри 2009- йилдики “5- июл үрүмчи вәқәси” дин кейин қайта тәкитләнгән вә күчәйтип йолға қоюлушқа башлиған сиясәтләрниң бири.
Һалбуки, бу һәқтә пикр йүргүзгән мутәхәссисләр, мәзкур иқтисадий тәрәққият мевисидин йәрлик уйғурларниң йәнила сиртта қалдурулидиғанлиқи, буниң уйғур елидики тәңсизликни техиму улғайтидиған амилларниң биригә айлинидиғанлиқини агаһландурған.
Уларниң қаришичә, уйғурларниң тили, дини вә миллий мәдәнийити һәссиләп чәкләш обйекти қилиниватқан пәйтләрдә ноқул иқтисадий тәрәққиятнила тәкитләш уйғурларниң наразилиқиға сәвәб болуватқан мәвҗут мәсилиләргә җаваб болалмайдикән.