Җу хәйлун хотәндә асасий қатлам кадирлирини агаһландурған
2017.05.21
Хотәндә асасий қатлам кадирлириға қаритилған назарәт вә җазалаш күчәйтилгән бир мәзгилдә хотәнгә барған уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари җу хәйлун, мәзкур вилайәткә чүшүп хизмәт қиливатқан кадирлар вә асасий қатлам кадирлирини һошини йиғиш һәққидә агаһландурған.
19-Май сина ториниң үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт торидин көчүрүп хәвәр қилишичә, чаршәнбә күни җу хәйлун төвәнгә чүшкән хизмәт әтритини “каллисиниң сәгәкликини сақлап, төвәндә туруп хизмәт қилишниң баш нишанни әмәлгә ашурушниң муһим түгүни икәнликини тонуп йетиш” һәққидә агаһландурған.
У, мәзкур кадирлар топини йәнә йәрликтики биринчи қол секретарниң рәһбәрликигә бойсунуп, һәр күни өймуөй тәкшүрүп әһвал игиләш хизмитигә толуқ қатнишишқа, вәзийәтни тәкшүрүп тәтқиқ қилишқа, йәрликтики муқимлиққа тәсир көрситидиған мәсилиләрни тиришип һәл қилишқа буйруған.
Хотән аталмиш “икки йүзлимичи” кадирларға зәрбә бериш һәрикити әң қаттиқ елип бериливатқан районларниң бири.
Даириләр бу һәптә бешида йәнә 221 нәпәр төвәнгә чүшкән кадирниң мәсулийитини сүрүштә қилған. Буларниң арисида аптоном район дәриҗилик, вилайәт дәриҗилик органлардин хотәнгә төвәнгә чүшүп ишләш үчүн әвәтилгән кадирларму бар иди.
Хотән даирилири чаршәнбә күни йәнә аталмиш “икки йүзлимичи” кадирларни тәкшүридиған алаһидә гуруппа тәшкилләп, асаси қатламға йоллиған.
Хәвәрдә буларниң йезилардики “икки йүзлимилик” әһваллирини тәкшүридиғанлиқи көрситилгән иди.