Зулһаят исмаил йәнә бир қетим хитайниң “кишилик һоқуқ адалити” ни яқлиди

Мухбиримиз әзиз
2023.02.21

Қәшқәр университетиниң муавин мудири зулһаят исмаил йеқинда “шинҗаңдики кишилик һоқуқ мәсилисидә сөз қилишқа ким әң һәқлиқ?” сәрләһвилик баш мақалә елан қилип, уйғур дияридики кишилик һоқуқниң һимайә қилиниши һәмдә хәлқ аммисиниң “бәхтияр турмуши” һәққидә вәз ейтқан.

Хитай һөкүмити башқурушидики “хитай хәвәрлири тори” ниң 16-февралдики хәвиридә ейтилишичә, зулһаят исмаил мақалисидә ғәрбтики “дүшмән күчләр” ниң “мәҗбурий әмгәк вә мәдәнийәт таҗавузчилиқи қатарлиқ темилар бойичә шинҗаңдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә қара чаплиған қилмишлири” ни паш қилған. Зулһаят исмаил мақалисидә йәнә “шинҗаңда иқтисад муқим раваҗланған, җәмийәт инақлиққа вә муқимлиққа тоюнған, һәр милләт хәлқи бәхт туйғусида яйраватқан” бир вәзийәттә бу райондики һәқләрниң әһвали тоғрисида сөз қилишқа мушу райондики кишиләр сөз қилишқа әң һәқлиқ, дәп көрсәткән. Әмма уйғурлар үчүн һәқләр тоғрисида сөз қилишниң йәңгил болғанда лагерға, еғир болғанда өлүмгә елип баридиғанлиқи һәққидә сөз қилмиған.

Зулһаят исмаилниң мақалисидә алаһидә тәкитләнгән бир нуқта “ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш” мәсилиси болуп, у буни “һәрқайси җайлардики хәлқ аммисини бай қилиш” тики муһим чариларниң бири қатарида шәрһлигән. Шуниңдәк “әмгәк күчи базириниң еһтияҗиға маслишиш үчүн 2021-йили икки милйон адәм қетимдин көп кәспий тәрбийәләшни тамамлидуқ” дәп көрсәткән. Әмма “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси докур адрян зенз “лагерларниң сиртида” намлиқ зор һәҗимлик доклатида хитай һөкүмити иҗра қиливатқан “намратлиқни түгитиш” намидики йөткәп ишқа орунлаштурушниң йәрлик аһалини мәҗбурий йосунда хитай өлкилиригә әрзан баһалиқ “заманиви қул” қатарида маңдуруш, иккинчи қәдәмдә йәрлик аһалә йөткәлгәндин кейин һасил болған бошлуқни хитай нопуси билән толдуруш икәнликини көп тәрәплимә пакитлар арқилиқ көрсәткәниди.

Зулһаят исмаил мақалисидә “шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң мәдәнийәт мираслири әң яхши дәриҗидә қоғдиливатиду” дәп көрсәткән һәмдә бу һәқтики бир қатар қанун-низамларниң түзүп чиқилғанлиқини буниңға мисал қилған. Әмма уйғур сәбийлириниң “җуңхуа мәдәнийити” ни қобул қилиш үчүн хитайларниң өзлириму киймәйдиған либасларни кийишкә мәҗбур болуватқанлиқи, шуниңдәк уларниң хитайчә чаңчилә ейтишини күндилик мәшғулат қиливатқанлиқи, уйғур тил-йезиқиниң ғайиб болуватқанлиқи һәққидә бир еғизму сөз қилмиған. 9-Февралда “‍уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” елан қилған “мәдәнийәт мираслириға шерик болуш” намлиқ доклатта болса уйғур мәдәнийәт хәзинисидики муқам, мәшрәп қатарлиқ мәдәнийәт дурданилириниң қандақ йоқитиливатқанлиқи тәпсилий баян қилинғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.