Зулһаят исмаил хитайниң партийә қурултийида униң “шинҗаң сиясити” ни йәнә ақлиди
2022.10.17
Хитайниң уйғурларға қарита елип барған ирқий қирғинчилиқини ақлашта актип рол елип келиватқан қәшқәр университетиниң муавин мудири зулһаят исмаил, хитай компартийәсиниң 16-өктәбир бейҗиңда башланған 20-қурултийиниң алдида хитай таратқулириға сөз қилип, хитайниң “шинҗаң сияситини йәнә ақлиған. Униң ейтишичә, “шинҗаңдики һәр милләт аммиси бихәтәрлик, муқимлиқ, тәрәққият вә илгириләштин ибарәт бәхтлик турмуштин бәһримән болмақта” икән.
Нөвәттә, қәшқәр университетиниң муавин мудири, мәктәп парткоминиң муавин секретари қатарлиқ вәзипиләргә өстүрүлгән зулһаят исмаил, йеқинқи бир қанчә йилдин бери б д т кишилик һоқуқ кеңишидә хитайниң уйғурларға қарита йүргүзгән ирқий қирғинчилиқини ақлап, хитайниң җавабкарлиққа тартилишини тосушта авангартлиқ рол ойнаватқан шәхсләрдин бири болуп қалған.
У бу айниң башлири хитай вәкилләр өмикиниң тәркибидә б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 51-қетимлиқ йиғиниға қатнишип, йиғин җәрянида америка, әнглийә қатарлиқ дөләтләр сунған уйғур мәсилисини кишилик һоқуқ кеңишидә музакирә қилиш тоғрисидики тәклип лайиһәсиниң рәт қилиниши үчүн паалийәт қилған. Хитай мәркизи телевизийә истансисиниң хәвәр қилишичә, зулһаят исмаил ахбарат йиғинида мундақ дегән: “өткән он йилда, шинҗаң райониниң йиллиқ омуми ишләпчиқириши бир һәссә ашти.
Киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими бир һәссидин көпрәк ешип, тарихтики әң юқири рекортни яратти.” лекин у сөзидә лагерлар, мәҗбурий әмгәк, райондики хитайлаштуруш һәрикити, ғайиб болған уйғурларниң из-дерикигә даир мәсилиләрни тилға алмиған. Бирақ у хитайниң “дөләт тәрәққият истратегийәси ички қуруқлуқ болуштин сиртқа ечиветилгән алдинқи сәпкә айландурғанлиқи”, униң “бир йол бир бәлвағдики муһим әшя оборот мәркизи вә ихтисаслиқларни тәқсимләш мәркизигә айланғанлиқи” ни илгири сүргән.
Хитай компартийәсиниң 16-өктәбир башланған 20-қурултийида ши җинпиң доклат берип, хитайниң кәлгүси бәш йиллиқ пиланини шәрһлигән. У, хитайниң қәтий истратегийәлик ирадини сақлап, җәңгиварлиқини намаян қилғанлиқи, униң заманивилишиши инсанийәткә тәрәққият модели сунғанлиқи, юқумға тақабил турушта, иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятта илһам беридиған мувәппәқийәтләргә еришкәнликини билдүргән. У йәнә хитайниң тәйвән, хоңкоң мәсилилиридики сияситини шәрһлигән болсиму, әмма ғәрб әллири тәрипидин ирқий қирғинчилиқ, дәп әйибләнгән һалқилиқ мәсилиләрдин “шинҗаң сиясити” ни тилға алмиған.