Австралийә тәтқиқат ‍орниниң “зулумниң қурулмиси” намлиқ уйғурларға аит доклати хитай даирилирини биарам қилған

Мухбиримиз әркин
2021.10.22

Австралийә истиратегийәлик сиясәт иниститутиниң 19-өктәбир елан қилған “зулумниң қурулмиси” намлиқ уйғурларға аит чоң һәҗимлик доклати хитай даилирини қаттиқ биарам қилған.

Уйғур ‍аптоном районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси шү гуйшяң 22-өктәбир күни мәхсус ахбарат йиғини өткүзүп, мәзкур тәтқиқат орниға һуҗум қилған. Шү гуйшяң сөзидә мәзкур тәтқиқат орунини “америка һөкүмити вә қорал-ярақ содигәрлиридин пул алған, ‍өз мәнпәәти үчүн һәммә тәрәпкә өсәк сөз тақитип, хитайни сәтләштүрүшкә вә бәт-бәшириләштүрүшкә урунуп кәлди,” дәп әйиблигән.

Австралийә ‍истиратегийәлик сиясәт иниститути 19-өктәбир елан қилған доклатида, уйғур елидики қирғинчилиқниң бейҗиңдин ‍үрүмчи вә хотәнгичә болған даиригә йейилған ғайәт зор һөкүмәт сестимиси ортақ хизмити вуҗутқа кәлтүргән һадисә икәнлики баян қилинған.

Доклатта көрситишичә, уйғур елидики қирғинчилиқни хитай мәркизий һөкүмитидин тартип йәрликтики йеза-кәнт дәриҗилик партийә вә һөкүмәт тармақлириғичә “муқимлиқ” намида зич һәмкарлишип ишқа ашурған икән. Бирақ шү гуйшяң мәзкур тәтқиқат орнини “болупму шинҗаңға алақидар мәсилиләрдә қайта-қайта асассиз вә бир тәрәплимилик ялғанчилиқларни оттуриға чиқирип, америкадики хитайға қарши күчләрниң шинҗаңниң ‛терорлиққа қарши туруш‚, ‛әсәбийликни түгитиш‚ тиришчанлиқиға қара сүркишигә һәмкарлашти,” дегән.

Шү гуйшяң хитайниң уйғурларни бастуруп, уларға ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини рәт қилған болсиму, лекин у бастурушта ғайип болған йүз миңлиған уйғурниң қәйәргә кәткәнлики, немә үчүн хитайниң хәлқара җәмийәтниң районда тәкшүрүш елип беришиға йол қоймайдиғанлиқини тилға алмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.