Зумрәт обул уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудири болуп тәйинләнгән
2023.01.18
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң 18-январ күни өткүзүлгән йиғинида зумрәт обул хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудирлиқиға тәйинләнгән.
Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда, зумрәт обул 1965-йил қәшқәрдә туғулған болуп, илгири-ахир болуп, қәшқәр шәһәрлик партком даимий һәйәт әзаси, йеңисар наһийәсиниң һакими, қәшқәр вилайитиниң валийси, қумул шәһириниң башлиқи, аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин мудири қатарлиқ вәзипиләрни өтигән. 2021-Йил 10-айда аптоном районлуқ партком даимий һәйәт әзаси болуп, арқидинла бирликсәп бөлүминиң башлиқи болған. 2023-Йил 1-айда аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудирлиқиға тәйинләнгәндин кейинму парткомниң даимий һәйәт әзаси вә бирликсәп бөлүминиң башлиқи болуп турувәргән.
Зумрәт обул хитайниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқи йеңичә усуллар билән давам қиливатқан 2021-йил өстүрүлгән болуп, 2022-йил 8-айда мусулман әлләрниң хитайдики әлчиханиси вәкиллирини үрүмчидә күтүвелишқа қатнашқан.
2022-Йил 7-айда австралийә истратегийәлик сиясәт тәтқиқат институти елан қилған бир доклатта көрситилишичә, партком бирликсәп бөлүми хитайниң идеологийә саһәсидики ят күчләрни йениға тартидиған вә чәт әлләрдә милләтчи хитай сиңдүрмичилики елип баридиған оргини болуп, бу органниң чәт әлләргә созулған қара қоли арқилиқ, чәт әлләрдики уйғур муһаҗирлар топини парчилаш вә уларға тәсир көрситишкә урунидикән. Буниңдин қариғанда, зумрәт обулниң бу орунда давамлиқ һоқуқ тутуши әҗәблинәрлик болмиса керәк.