Архип
2024-08-21
Бу қәбиһ қилмишлар билән әйибләнгәнләр шуни билиши керәкки, улар җамаәт пикридә қийин соалларға дуч келипла қалмай, йәнә сот мәһкимисидиму сораққа дуч келиду
2024-08-21
Чүнки ирмгард фурхнер һазир 99 яшта болуп, униңға берилгән бу җаза тунҗи қетим җаза лагерида хизмәт қилған аддий бир пуқраға берилгән җаза болуп һесаблинидикән.
2024-08-21
Йеңи зеландийә ислам аяллар кеңиши (Islamic Women's Council of New Zealand) ниң йеңи зеландийәдики үлгилик мусулман аялларни тонуштуруш пирограммиси- “раһәтлигин” (CHILL) дә, йеңи зеландийәлик уйғур қиз ризвангүл нурмуһәммәдниң һаяти тонуштурулған.
2024-08-21
Уйғур академийәси билән шәрқий түркистанлиқлар федератсийәсиниң тәшкиллишидә 8-айниң 17-күни истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ көрүшидә қилишқа тегишлик җиддий хизмәтләр һәққидә юмилақ үстәл йиғини” да түркийәдә уйғурлар мәсилисини күнтәртиптә тутуш дегәндәк муһим мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилди.
2024-08-21
Хитай башқурушидики “шинхуа тори” ниң 21-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, “уйғур аптоном районлуқ сақчи хизмити йиғини” алдинқи күни чақирилған. Йиғинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй сөз қилип, “20-нөвәтлик 3-омумий йиғинниң роһини чоңқур изчиллаштуруш, шундақла партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини толуқ вә омумйүзлүк иҗра қилип, иҗтимаий муқимлиқ вә узақ мәзгиллик әминлик орнитишқа капаләтлик қилиш” ни тәләп қилған.
2024-08-21
Хитай һөкүмити йеқинқи йилларда зор күч билән иҗра қиливатқан “саяһәтчилик арқилиқ шинҗаң һәққидики һекайиләрни яхши баян қилиши” мәзмунидики тәшвиқатлар мәркизий шәһәр болған үрүмчидин тәдриҗий һалда башқа вилайәт вә шәһәрләргә кеңийиватқанлиқи мәлум.
2024-08-21
Әнглийәниң йеңидин сайланған ташқи ишлар вәзири дейвид ламий (David Lammy) 2023-йилидики сайлам җәрянида “әмгәк партийәси сайламда утуп чиқса, биз хитай һөкүмитиниң уйғурларни қирғин қилишини кәскин тәнқидләймиз” дегән иди.
2024-08-21
Америка пирезиденти җов байден 2024-йили март ейидила америка армийәсигә ядро қораллири орунлаштурмисини хитайни мәркәз қилған һалда тәңшәшкә буйруқ бәргән.
2024-08-21
Ройтерс агентлиқиниң 20-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, америка дөләт мәҗлисиниң икки партийәдин болған бир қисим парламент әзалири, америка һөкүмитини америка дора ширкәтлириниң уйғур елидики дора синақлириға йеқиндин нәзәр селишни алаһидә әскәрткән.
2024-08-20
1940-Йилларниң иккинчи йеримидики уйғурларниң сиясий вә иҗтимаий идеологийә тарихида заманиви мәтбуат һәқиқәтәнму муһим рол ойниған иди.
2024-08-20
Америка корнел университетиниң оқутқучиси, хитайда узун мәзгил турған шиветсийәлик инсаншунас магнус фискәсйө (Magnus FiskesjÖ) 19-авғуст күни “дипломат” журнилида мақалә елан қилип, хитайниң уйғур елидики саяһәтчилик тәшвиқатлириниң әслидә натсистлар қилған көз боямчилиқ тәшвиқатиниң тәкрарлиниши икәнликини баян қилған.
2024-08-20
Бу йил киргәндин буян хитай дөләт ичи вә сиртидики саяһәтчиләрни уйғур елигә җәлп қилишқа күчәп келиватқан болуп, мол-һосуллуқ күз пәслидә турпан, үрүмчи қатарлиқ җайларда һәр хил байрам вә хитайчә той мәрикилири өткүзүлүшкә башлиған.
2024-08-20
Американиң 21 шитатидики әдлийә тармақлири хитайниң торда парчә сетиш гуруһи “тему” (Temu) вә униң баш ширкити болған PDD чәклик ширкитигә хәт йезип, улардин американиң сода қаидисигә бойсунуш вә хитай компартийәси билән қандақ бағлиниши барлиқиға даир учурларни тәминләшни тәләп қилған.
2024-08-20
Бир яқтин әтрапидики дөләтләрдин тәбиий байлиқларға еришмәкчи, йәнә бир яқтин ташқи содини илгири сүрмәкчи болмақта икән
2024-08-20
Мәзкур мәдәнийәт мурасими башланған фестивал мәйдани уйғур миллий буюмлири вә уйғур хәлқиниң һаяти тәсвирләнгән рәсимләр билән зиннәтләнди.