Архип
2025-03-05
Тайланд һөкүмитиниң хәлқарадики шунчә тәләп, бесим вә чақириқларға қаримай, 40 уйғур мусапирни хитайға өткүзүп бәргәнлики америка һөкүмити, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур тәшкилатлириниң күчлүк наразилиқи вә әйиблишигә учриғаниди.
2025-03-05
Тайланд һөкүмити 27-феврал күни 40 нәпәр уйғур мусапирни хитайға өткүзүп бәргәндин кейин, хәлқараниң күчлүк тәнқидигә учриғаниди.
2025-03-05
4-Март күни, “шинҗаң гезити” вә “тәңритағ тори” қатарлиқ хитай мәтбуатлири дилнар абдулла тоғрулуқ хәвәр берип, уссул кәспидин келип чиққан бу сиясий кеңәш әзасиниң “уйғурларниң қәлбини җуңхуа мәдәнийити билән озуқландуруш” та һәмдә “уйғур яш-өсмүрлириниң қәлбигә җуңхуа мәдәнийитини йилтиз тартқузуш” та қошқан алаһидә төһписини мәдһийәлигән.
2025-03-05
27-Феврал хитайға қайтурулған 40 уйғурниң қараргаһини бекиткән тайланд каттибашлиридин үч киши 18-март күни хитайға берип, 40 уйғур мусапирниң әмәлий әһвалини зиярәт қилидикән.
2025-03-05
Америка пирезиденти доналд трамп 4-март күни америка дөләт мәҗлисидә қилған сөзидә, таможна беҗи арқилиқ американиң һәққини қайтурувалидиғанлиқи һәмдә америкилиқларниң земини вә хизмәт орнини қоғдайдиғанлиқини билдүрди.
2025-03-05
Тәкшүрүшләрдин мәлум болушичә, уйғур елидин әнглийәдики борнемос айропортиға келидиған йүк айропиланлири мәҗбурий әмгәк маллирини әнглийәгә тошуш билән четишлиқ икән.
2025-03-05
Хитайниң чаған байрими мәзгилидә хитай ривайәтлиридики образ “неҗа” һәққидә йеңидин ишләнгән картон филим хитай ичи вә сиртидики бир қисим дөләтләрдә қоюлған. Арқидинла, филимниң тарқитилиши мунасивити билән хитай тәшвиқатчилири һәр йәрдә филим һәққидики тәшвиқатлирини кәң көләмдә тарқатқан.
2025-03-04
Қазақистан пуқраси җанат җеңизниң юрти алтайниң қаба наһийәсигә туғқан йоқлашқа барғинида, анисиниң тартивелинған йерини тәләп қилғанлиқи үчүн, 9-феврал күни хитай сақчилири тәрипидин уруп нака қилинғанлиқи 14-феврал күни униң қазақистандики аилисидикиләр тәрипидин фәйсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда ашкариланғандин кейин күчлүк муназирә қозғиди.
2025-03-04
Тайланд һөкүмитиниң 27-феврал 40 уйғур мусапирини хитайға қайтурушини җавабкарлиққа тартиш һәққидики чуқанлар давамлашмақта.
2025-03-04
Хитай 26-феврал үрүмчидә аталмиш “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” ни ачқан. Мәзкур йиғинға шинҗаң уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй риясәтчилик қилған.
2025-03-04
Мәркизи әнқәрәдики “йәр шари аял адвокатлар адаләт мунбири” йеқинда “шәрқий түркистан балилар әмгики” намлиқ доклатни елан қилди һәмдә мурасим өткүзүп тонуштурди.
2025-03-04
“шәрқий түркистан тарихи” намлиқ бу абидә әсәр муһәммәд әмин буғра афғанистан пайтәхти кабулда сиясий мусапир болуп турған йилларда, йәни 1936-йилидин 1940-йилиғичә болған арилиқта йезилған иди.
2025-03-04
28-Феврал күни түркийәниң коня шәһиригә җайлашқан түркийә сәлчуқ университетида “шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити” дегән темида йиғин өткүзүлди.
2025-03-04
Тайланд даирилири хитай тәрәпниң 40 нәпәр уйғурниң бихәтәрликигә капаләтлик бәргәндин кейин уларниң өз ихтиярлиқи билән қайтип кетишигә йол қойғанлиқини ейтқан болсиму, лекин тайланд кишилик һоқуқ паалийәтчилири мәзкур 40 нәпәр уйғурниң хитайға қайтиш арзусиниң йоқлуқини вә уларниң хитайға мәҗбурий қайтурулғанлиқини илгири сүрүп тайланд һөкүмитини тәнқид қилған.
2025-03-04
“шинхуа тори” ниң 4-марттики хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити американиң қошумчә 10 пирсәнт таможна беҗи елиш қарариға қарита өч елиш тәдбири қоллиништин бурун, америка билән бу һәқтә сөзлишип мәсилини һәл қилишқа тиришидиғанлиқини илгири сүргән.