Архип
2008-12-31
Уйғур елидә йолға қоюлуватқан йәни уйғурлар шундақла хитайдин башқа милләтләр маарипида йүргүзүлүватқан " қош тил" маарипиниң 2008 - йилидики әһвалиға көз йүгрәткинимиздә, бу бир йилниң уйғур ели маарипида зор өзгиришләр болған бир йил икәнликини көрүвалалаймиз.
2008-12-31
2008 - Йили ахирлишип 2009 - йили келәй дәп қалған бүгүнки күндә пүтүн уйғурлар чүмлидин түркийидики уйғурлар 2008 - йилини хуласилап, 2009 - йилидин күткән үмидлирини изһар қилишмақта.
2008-12-31
Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң 2008 - йиллиқ ахбарат әркинлики тоғрисида елан қилған доклатида, өткән бир йилда һәр қайси әлләрдә өлгән мухбирлар саниниң азайғанлиқи, бирақ хитай, сүрийә, иран, бирма қатарлиқ дөләтләрдә интернет тори арқилиқ тарқитиливатқан ахбаратниң һәддидин ташқири дәриҗидә контрол қилиш вә бастурушқа дуч кәлгәнлики оттуриға қоюлған.
2008-12-31
Оттура асия райониниң мол енергийә записи униң дуняви истратегийилик әһмийитини ашурмақта. Бүгүнки күндә райондики қазақистан, өзбекистан, түркмәнистан дунядики асаслиқ енергийә експорт қилидиған дөләтләргә айланди.
2008-12-31
Мақалидә йәнә мундақ дейилгән, "түркий тиллар дивани' ниң, түрк дунясида тунҗи қетимлиқ тәрҗимә қилиш хизмити, әзәрбәйҗанда елип берилған болуп, сабиқ совет иттипақи иҗтимаий пәнләр академийисиниң әзәрбәйҗан шөбиси, бу хизмәт үчүн халид сәид әпәндини тәрҗимә қилишқа бәлгилигән, халид сәид әпәнди, 1937 - йили бу вәзипини тамамлиған, әмма халид сәид әпәнди вә униң ярдәмчилириниң тәрҗимә қилиш хизмитиниң мукапати уларни өлүмгә һөкүм қилиш билән ахирлашқан."
2008-12-31
Канада даирилири хитайлар башчилиқидики дөләт һалқиған, зәһәрлик чекимлик әткәсчилик гуруһини паш қилип, ғайәт зор миқдардики кокаин, хероин, нәшә , шадландуруш дорилири вә нәқ пулни қолға чүшүрди.
2008-12-31
Бүгүн 31 - декабир күни, йәни 2009 - йили йеңи йил һарписи. Алдинқи бир йил ичидә уйғурлар һаятида қандақ чоң вәқәләр йүз бәрди? бу вәқәләр уйғур һаятиға қандақ тәсир көрсәтти вә яки вәқәләрниң уйғур һаятидики әһмийити немә? биз бүгүн мана бу темиларда муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң пикирлирини игилидуқ.
2008-12-31
Америкиниң ғәрбий деңиз саһилидики районларда олтурақлашқан аилиликләрни асас қилған уйғур муһаҗирлар чаршәнбә күни америкиниң вирҗинийә штати фаирфакс наһийисидики бир пенсийигә чиққан һәрбийләр җәмийитиниң залиға йиғилип, йеңи йил кечилики өткүзди.
2008-12-31
Хитай дөләт рәиси ху җинтав чаршәнбә күни йеңи йил нутиқи елан қилип, тәйвән өктичи гуруһи - демократийә илгири сүрүш партийисини тәйвән мустәқиллиқидин ваз кечишкә, әгәр тәйвән бир "җуңго принсипи"ни қобул қилса тәйвәнниң хәлқара җәмийәткә әза болуш арзусини ойлишип көрүшкә болидиғанлиқини билдүргән.
2008-12-31
Әзәрбәйҗан дөләтлик радио - телевизийә комитети сәйшәнбә күни қарар чиқирип, әркин явропа радиоси, америка авази вә б б с қатарлиқ чәтәл ахбарат вастилириниң азәрбәйҗанда аңлитиш беришини чәклигән.
2008-12-31
Хитайниң шиҗяҗуаң шәһиридә башланған " үч буға " ширкитиниң сүт мәһсулатиға меламин арилаштуруп, 6 бовақниң өлүшини, 300 миң бовақниң бөрәк кесили билән ағришини кәлтүрүп чиқарған меламин вәқәсиниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш сотида "үч буға" ширкитиниң баш мудири тйән венхуа өзиниң гунаһкар икәнликини бойниға алған.
2008-12-31
Исраилийә баш министири әхуд олмарт хәлқара җәмийәтниң ғәззәдә 48 саәтлик уруш тохтитиш чақириқини рәт қилди.
2008-12-30
Хитай сомали деңиз тәвәликидә һәрбий вәзипә өтәшкә йоллиған, вухән ддг - 169 вә хәйко - ддг - 171 типлиқ икки кичик типтики һәрбий парахотиға йәнә вейшәнху 887 типлиқ бир кичик типтики һәрбий әслиһә тәминлигүчи парахотниму қошуп йолға салған.
2008-12-30
Исраилийиниң газа районида һавадин елип бериватқан бомбардимани бүгүн 4 - күнигә қәдәм қойди.
2008-12-30
Гәрчә биңтүәндики хитай башланғуч вә оттура мәктәплирини шуниңдәк алий мәктәпни хитай тилида оқуған вә оқуватқан, шундақла, биңтүән шараитида өсүп йетилгән вә аилисидә бир бала болушиға қаримай, өз ана тилини пишшиқ игилигән муратниң ярдәм сөйәрлиги түрткисидә, 500 миң йүән давалаш һәққи тәләп қилинған вә хәтәрлик кесәлгә гириптар болған деһқан пәрзәнти маһирәгә ярдәм қилиш паалийити нөвәттә вәтән ичи - сиртида қанат яйдурулмақта.