Архип
2009-11-23
Үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт даирилири үрүмчидики бир қисим уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәллә комитетлири билән бирлишип, мәзкур районда тазилаш һәрикити елип бармақта.
2009-11-23
Уйғур елидә " 3 хил күчләргә қаттиқ зәрбә бериш сияситини тәврәнмәй иҗра қилиш" қайта тәкитләнди. Бу, 21 - ноябир үрүмчидә ечилған һәр дәриҗилик җ. Х идариси бөлүм башлиқлири сөһбәт йиғинда оттуриға қоюлған. Буни уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий һәйәт әзаси, интизам тәкшүрүш комитети секретари фу чаң илгири сүрди.
2009-11-23
Өткән һәптә ахири вә 23 - ноябир дүшәнбә күни, хитайниң күнмиң шәһири вә гуаңҗу шәһәрлиридә наразилиқ намайишлири йүз бәрди. Бу хитайда бу ай ичидә йүз бәргән әң йеңи наразилиқ намайишлиридур.
2009-11-23
Хитай даирилири дүшәнбә күни, өткән йили сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәш апитидә зиянкәшликкә учриғучиларға ярдәм қилған һоқуқ паалийәтчисини 3 йиллиқ қамаққа һөкүм қилди.
2009-11-23
Хитай даирилири дүшәнбә күни баят елан қилип, алдинқи һәптә америкида тарқитилған хитайниң ишпийонлуқ һәрикитигә алақидар доклатқа етираз билдүрди вә буниң америка - хитай мунасивәтлиригә тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүрди.
2009-11-22
Йәкшәнбә күни иран һәрбий даирилири кәң көләмлик һавадин мудапиәлиниш һәрбий маневири башлиған болуп, иран тәрәп бу һәрбий маневирниң мәқситиниң иранниң ядро әслиһәлириниң һуҗумға учришидин мудапиә көрүш икәнликини әскәрткән.
2009-11-22
Таҗик тарихчиси камал абдуллайевниң "шинҗаңдин хорасанғичә" мавзулуқ китаби йеқинда таҗикистанниң "ирфан" нәшрияти тәрипидин рус тилида нәшир қилинип тарқитилди.
2009-11-22
21 - Ноябир күни хитайниң шәрқий шималидики хейлоңҗяң өлкисиниң хегаң районидики шиншин көмүр кенида партлаш йүз берип, 92 адәм өлгән. Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, қутқузуш ишлири җиддий елип берилмақта һәмдә мәзкур канниң башлиқи, муавин башлиқи вә баш инженери хизмитидин қалдуруветилгән.
2009-11-22
Америка дөләт мәҗлисиниң кеңәш палатаси 39 авазға қарши 60 аваз билән президент обаманиң саламәтлик суғуртиси ислаһат қанун лайиһисини қобул қилди. Техи өткән һәптидә дөләт мәҗлисиниң авам палатасида мәзкур қанун лайиһә қобул қилинған иди.
2009-11-22
Д у қ рәиси, уйғур милли һәрикитиниң йол башчиси рабийә қадир ханим, италийә авам палатасидики зорлуқсиз радикаллар партийисиниң тәклипигә бинаән 20 - ноябир күни италийиниң пайтәхти рим шәһиригә йетип кәлгән иди.
2009-11-21
Дуня сәһийә тәшкилатиниң баян қилишичә, һазир шимали йерим шарда чошқа зукими ямраш аламәтлири көрүлмәктә. Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, пүтүн дуняда һазирға қәдәр чошқа зукими вируси билән өлгән адәм сани 6770 кә йәтти.
2009-11-21
Ройтрс агентлиқиниң һиндистанниң сиринагар шитатидин баян қилишичә, хитайни зиярәт қилишни пиланлаватқан кәшмир диндари, хитайниң иттипақдеши мервәз омар фаруқ түнүгүн ' ақсайчинни өз ичигә алған пүтүн кәшмир бивастә хитайға қарайду ' дәп җакарлиған.
2009-11-21
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, тәйвән баш министири ву дүнйи бүгүн хитайдин, тәйвән арилини хараб қилиш үчүн тикләп қойған, мусаписи тәйвән боғузидин һалқип өтәләйдиған башқурулидиған бомбилирини дәрһал йиғиштуруп кетишни, тәйвәнниң хәлқарадики паалийитини чәкләшни әмәлдин қалдурушни тәләп қилди вә 'ундақ қилмиса, тәйвән һазир хитай билән тинчлиқ сөһбити өткүзмәйду' дәп җакарлиди.
2009-11-21
Афғанистанда хәмит карзай қайтидин президнтлиққа сайланғандин кейин, хиянәтчиликкә қарши туридиған қанун оргини қурған иди.
2009-11-21
Хитай милли ишлар комитетиниң башлиқи ли чаңхоң, хитай бәш аптоном районда өзиниң һәрхил сиясәтлирини йүргүзүш үчүн 'йәрлик милләт районлири' ға салған мәбләғ 10 йилда 6 һәссә ашурғанлиқини ашкарилиди.