Архип
2009-04-28
Хитай алий соти қәшқәр оттура сот мәһкимисини" бөлгүнчиликкә қарши күрәш " ниң алдинқи сепидә көрсәткән хизмәт нәтиҗилири үчүн биринчи дәриҗилик төһпә мукапати билән һәмдә пүтүн вилайәт тәвәсидики барлиқ сот мәһкимилирини иккинчи дәриҗилик төһпә мукапати билән тартуқлиған.
2009-04-28
Нөвәттә уйғур елидә аптоном район бойичә иккинчи нөвәтлик өсмүрләрниң қош тил декламатсийә мусабиқиси давам қилмақта.
2009-04-28
Уйғур елидики хитай партком катибат башқармиси бир нәччә күн алдида, хитай парткоминиң 27 - нөвәтлик милләтләр иттипақлиқи ейиниң паалийәт орунлаштуруши һәққидики уқтурушни пүтүн уйғур елидики асасий қатламларға тарқатқан.
2009-04-28
27 - Април күни, 1989 - йилидики 4 - ийон тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити қатнашқучилири нюйоркта ахбарат елан қилиш йиғини уюштурған болуп, йиғинда улар 4 - июн оқуғучилар һәрикитиниң 20 йиллиқини хатириләш мунасивити билән ақ ташлиқ китап елан қилған.
2009-04-27
Мекискида 4 - айниң 25 - күни чошқа зуками байқалған иди. Бундақ җиддий характерлик юқумлуқ кесәл тарқалған һаман, дуня сәһийә тәшкилати инсанийәт һазир җиддий юқумлуқ кесәликкә дуч кәлгәнликини җакарлиди вә пүтүн дуняға аммивий тазилиқ агаһландуруши чиқарди.
2009-04-27
Пакистанниң қәбилиләр районида бир түркүм уйғур мустәқилчилириниң қораллиқ тәрбийә көрүватқанлиқи олимпиктин буянқи хәвәрләрдә пат - пат тилға елинмақта. Нөвәттә уларниң сани, тәшкилий мунасивити һәққидә ениқ мәлумат йоқ.
2009-04-27
22 - Апрел голландийиниң алмир шәһиридә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлгән болуп, бу паалийәтни голландийә алмир шәһәрлик паалийәт уюштуруш мәркизи аванти билән голландийә уйғурларни һимайә қилиш җәмийити бирлишип уюштурған икән.
2009-04-27
Японийидә уйғур тәтқиқатлири йипәк йоли тәтқиқати билән башланған болуп, бүгүнки күнгә кәлгәндә уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири барғансери күчәймәктә.
2009-04-27
Йеқиндин буян чәтәлләрдә оқуватқан хитай оқуғучиларниң имтиһанда сахтилиқ ишләткәнлики, оқуш пүттүрүш дипломини пулға сетивалғанлиқи, һәтта ялған диплом ясаштәк сахтилиқлири барғанчә көпийиватқан болуп, хитай оқуғучиларниң чәтәлләрдики инавити қаттиқ чүшүп кәткән.
2009-04-27
16 - Апрел күни алмутадики қазақистан язғучилар иттипақиниң әдәбиятчилар сарийида тонулған уйғур шаирәси вә әдәбиятшунаси патигүл мәқсәтованиң 50 яшлиқ хатирә кечилики өткүзүлгән.
2009-04-27
Бу йил болса, шәрқий түркистанда нефит ишләпчиқирилғанлиқиниң 100 - йили болуп, тунҗи нефит қудуқи 1909 - йили майтағда ечилип рәсмий ишләпчиқиришқа кириштүрүлгән иди.
2009-04-27
Пакистан даирилири вәзиристан районидин тутулған 9 нәпәр уйғурни хитайға өткүзүп бәргән болуп, пакистандин чиқидиған күндилик хәвәрләр торида көрситишичә, пакистан ички ишлар министирлиқи мәзкур "уйғур җәңчиләр" ниң бихәтәрлик қисимлириға һуҗум қозғаш қатарлиқ бир қисим һәрикәтләргә қатнашқанлиқини оттуриға қойған.
2009-04-27
26 - Апрел йәкшәнбә күни америка әдлийә министири әрик һолдер гуәнтанамодин алдин қоюп берилидиған бир қисим мәһбуслар мәсилисини қандақ бир тәрәп қилиш һәққидики қарарниң узунға қалмай елинидиғанлиқини билдүргән.
2009-04-27
Японийә ташқи ишлар министири хрофуми накасоне, хитай даирилирини ядро қораллири тәрәққияти җәһәттә очуқ - ашкара болмиди дәп әйиблиди.
2009-04-27
Әнгилийә даирилири гвәнтанамо мәһбуслирини қобул қилишни ойлишиватқанлиқини билдүргән болуп, бирләшмә агентлиқиниң көрситишичә, әнгилийә әдлийә министири җәк стварт бу сөзләрни, 27 - април лондонда америка әдлийә министири әрик һолдер билән өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида баян қилған.