Архип
2009-04-22
Бүгүн японийидә 90 нәпәр парламент әзаси ясукуни қәбристанлиқиға барди. Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, бүгүн ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилған парламент әзалириниң көпинчиси һазирқи японийә баш министири таро асониң йеқинлири.
2009-04-22
Б д т ниң баш катипи бан кимун 4 - айниң 21 - күни баянат елан қилип, җәнвәдә ечилған б д т ниң ирқчилиққа қарши туруш йиғинида мақулланған хитабнамини алқишлиди.
2009-04-22
Хитай билән тәйвән арисида 'җуңголуқларниң өз - ара саяһити' башланғандин кейин, бәзи хитайлар һечқандақ виза рәсмийити өтимәстин, хитай паспортинила көтүрүп тәйвәнгә саяһәткә кәлгән.
2009-04-21
Америка малийә министирлики, шәрқий түркистан ислам партийиси билән алақидар барлиқ иқтисадий қаналларни қамал қилидиғанлиқи һәмдә мәзкур тәшкилат башлиқи абдул һәқниң америка территорийисидә болуши мумкин болған иқтисади мәнбәлирини печәтләйдиғанлиқини уқтурған.
2009-04-21
Биз түнүгүн илгири " үрүмчи шәһәрлик балилар параванлиқ орни" да хизмәт қилған хадимларниң, бу параванлиқ орнидики уйғур балилириниң исим фамилисиниң хитайчиға өзгәртилиши, бу балилар тамиғиниң мусулманчә болмаслиқи, бу балиларниң ичкири хитай өлкилиридики хитайларға беқивелиш үчүн бериветилгәнлики һәққидики сөһбитимизни бәргән идуқ.
2009-04-21
Германийә ахбарат агентлиқиниң 20 - априлдики хәвиригә асасланғанда, германийә парламенти кишилик һоқуқ комитети әзалиридин тәркип тапқан вәкиллириниң уйғур дияри вә тибәттики үч күнлүк зиярити 4 - айниң 20 - күни ахирлашқан.
2009-04-21
Дуня миқясида кеңийип, йилдин йилға техиму көп җанларға замин болуватқан әйдиз кесили балиларни вә уларниң келәчикиниму тәһдит астиға алмақта. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар фонди 'унисәф' дуняда һазир 15 яшниң төвинидики 2 милйон өсмүр балиниң әйдиз вируси билән юқумланғанлиқини ашкарилиди.
2009-04-21
Түнүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирқчилиққа қаши туруш йиғини җәнвәдә башланған иди. Б д т ниң баш катипи банкимун йиғинниң ечилиш нутқида 'һазир дуняда баш көтүриватқан бундақ ирқчилиққа вә һәрхил шәкилдики ирқий кәмситишкә хатимә бериш -- инсанийәтниң һазирқи җиддий вәзиписи' дәп тәкитлигән иди.
2009-04-21
Бурун уйғурлар һәққидики хәвәрләр адәттә түркийәдики мәлум сиясий көз қарашқа игә кишиләр тәрипидин оқулидиған кичик гезитләрдә елан қилинатти.
2009-04-21
2009 - Йили 3 - айниң 26 - күни довей төр бетидә, " диң личүнниң әслимиси" мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинди. 1980 - Йили хуявбаң, вәнли қатарлиқ хитай рәһбәрлири бир паракәндичилик пәйда қилған имиш.
2009-04-21
Уйғур елидә чиқидиған хитайчә күндилик гезиттин ашкарилинишичә, тәклимаканниң ички қисмидики чәт яқа наһийә һесабланған чира наһийисидин 222 нәпәр қиз, хитайниң гуаңдуң, чиңдав қатарлиқ өлкә вә шәһәрлиридики завутларға ишләмчиликкә йөткәлгән.
2009-04-21
Бәш күндин буян гуаңхуй гуруһиниң бивастә тосқунлуқи билән үрүмчидә чиқидиған " астанә истемалчилар сәһәр гезити" ниң 73 аһалиләр районида нормал тарқитилиши тохтитилған болуп, буниң билән 14 миңдин артуқ қануний һәқ һоқуқи дәхли тәрүзға учриған муштәриләр арисида зор наразилиқ һәм ғулғула қозғалған.
2009-04-21
Уйғур елиниң қизилсу областиға қарашлиқ ақчи наһийә даирилириниң елан қилишичә, 19 - априлда районда йүз бәргән 5.5 Бал йәр тәврәш, 15 миң бир йүз адәмни апәткә учратқан. Мөлчәрлинишичә, апәтниң кәлтүргән бивастә иқтисади зийини 54 милйон йүәндин ашидикән.
2009-04-21
Америка малийә министирлики 20 - април дүшәнбә күни, шәрқий түркистан ислам партийиси рәһбири абдул һәқниң америкидики иқтисади қаналлирини қамал қилғанлиқини елан қилди.
2009-04-21
Б б с ниң сәйшәнбә күни тибәт күндилик гезити хәвиридин нәқил елип елан қилишичә, тибәт соти сәйшәнбә күни йәнә үч нәпәр тибәтликни, өткән йили 14 - март ласа топилиңиға қатнашқан, дәп еғир җаза көргән болуп, җаза көрүлгән бу үч нәпәр тибәтликниң һәммиси яш қизлар икән.