Архип
2009-07-21
20 - Июл, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим америка дөләтлик ахбарат кулубида мухбирларни күтивелиш йиғини чақирип, дуня җамаәтчиликни җүмлидин америка қошма штатлирини нөвәттики уйғур вәзийитигә җиддий инкас қайтурушқа чақирди вә бу йиғин арқилиқ 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий маһийитини дуня җамаәтчиликигә көрситишни мәқсәт қилидиғанлиқини илгири сүрди.
2009-07-21
5 - Июл вәқәсидин 2 күн кейин, 1000 дин артуқ хитай пуқраси калтәк - чомақ билән кочиға чиқип уйғурларға һуҗум қилди, һәм бу һуҗум икки давамлашти. Улар шуарлирида бир тәрәптин дөләтниң пүтүнлүкини қоғдайдиғанлиқини билдүрсә; йәнә бир тәрәптин болса 2 күн аввал өлгән қериндашлириниң интиқамини алидиғанлиқини билдүрди.
2009-07-21
"5 - Июл үрүмчи вәқәси" йүз бәргинигә бүгүн 15 күн болди. Һазир бу вәқәниң партлаш сәвәби үстидә хәлқара ахбарат вастилирида бәс - бәстә муназириләр елип берилмақта.
2009-07-21
5 - Июл қанлиқ қирғинчилиқиға қарши чоң намайишларниң бири, 7 - айниң 18 - күни франсийә пайтәхти парижда елип берилди. Бу намайишни франсийә уйғур җәмийити уюштурған болуп, намайиш бүгүнгә қәдәр уйғурлар тәрипидин парижда елип берилған әң чоң намайиш болған вә намайишқа көплигән хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллири қатнашқан.
2009-07-21
Үрүмчидики намайишниң қанлиқ бастурулуши вә үрүмчидә давам қиливатқан қирғинчилиқлар дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурларни қаттиқ ғәзәпләндүрмәктә. Уйғурлар өзлириниң наразилиқини охшимиған усуллар арқилиқ ипадиләшкә тиришмақта.
2009-07-21
Қирғизистанниң бешкәк шәһири әтрапидики уйғурлар 19 - июл күни арзу кафий залиға топлинип, үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ қирғинчилиқ вәқәсидә һаятидин айрилған қериндашлири үчүн қуран оқуп, дуа - тилавәтләр қилди.
2009-07-21
5 - Июл үрүмчи вәқәси түркләрниң хитайларға болған нәпритини күчәйтиш билән биргә, уйғур мәсилисини түркийиниң күн тәртипигә елип кәлди. Вәқә йүз бәргәндин бери түрк сиясәтчиләр, аммивий тәшкилат мәсуллири вә авам хәлқ үзүлмәй түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириға келип үрүмчи вәқәсидә һаятидин айрилған уйғурларға дуалар қилди вә тәшкилат мәсуллиридин һал сориди.
2009-07-21
Гуаңдуң өлкисиниң шявгүән шәһиригә қәшқәрниң тоққузақ наһийисидин мәҗбурий йөткәп келингән уйғур деһқан яшлири алдиға бир ай, кәйнигә техи 10 күн болмай туруп 6 - айниң 25 - күни кечидә, татлиқ ухлаватқанда бесип кәлгән 5 миңдәк хитайниң калтәк - чумақ билән һуҗум қилишиға учриди.
2009-07-21
Бүгүн дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит истансимиз вә б б с қатарлиқ хәлқаралиқ ахбаратларға баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң 5 - июл үрүмчи вәқәсини кәлтүрүп чиқарған муһим сәвәбниң хитайниң миллий сиясити икәнликидин танғанлиқини әйиблиди.
2009-07-21
Хитай дөләт мудапиә вә җамаәт хәвпсизлик даирилири 2008 бейҗиң олимпикиниң һарписида зөрүр бихәтәрлик тәдбири сүпитидә, үрүмчини өз ичигә алған хитайдики чоң шәһәрләрниң асаслиқ кочилириға торлашқан көзитиш аппаратлирини орнатқан һәм рәсмий ишқа кириштүрүлгән иди.
2009-07-21
Истансимиз хитай бөлүминиң игилигән хәвиригә қариғанда, өткән айда лявниң өлкисидики җең йәнҗие исимлик бир хитай деһқан, өзи беқиватқан нәччә йүз чошқиниң туюқсиз өлүп қелиш сәвәбини, өзи турушлуқ кәнттики бир қушханиниң өлгән чошқиларни сетивеливатқанлиқи билән мунасивәтлик дәп қарап бейҗиңға қәдәр әрз қилип барған.
2009-07-21
Америка авази радиосиниң дүшәнбә хәвиридә, африқидики намибийә парихорлуққа қарши орган рәһбириниң сөзини нәқил елишичә, хитай дөләт рәиси ху җинтавниң оғли ху хәйфеңниң башқурушидики вейши һәссидарлиқ чәклик ширкити намибийидә тәкшүрүлүватқан парихорлуқ чоң делосиға четилип қалған.
2009-07-21
21 - Июл сәйшәнбә күни, нюйорктики түрк тәшкилатлири бирлишип, нюйорктики хитай консулханиси алдида, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан қирғинчилиқлирини тохтитишни тәләп қилип намайиш өткүзди.
2009-07-20
Дуня уйғур қурултейиниң рәиси уйғур рабийә ханим бүгүн рздиомизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң үрүмчи вәқәсини 'уруш, чеқиш, булаш' һәркити дегәнлики, хитай һөкүмитиниң 'уйғур аптоном райони' дегән сиясити вә хитай һөкүмити өзи талливалған уйғур башлиқлириниң қиливатқан сөзлири һәққидә тохталди.
2009-07-20
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә дуня уйғур қурултийи5" - июл үрүмчи вәқәси" ни мәйданға кәлтүргән төп сәвәп хитай һөкүмитиниң " ишсизларни ишқа орунлаштуруш" баһанисида йолға қоюватқан уйғурлани хитай өликилиргә йөткәш сиясити" дәп йәкүн чиқарди.