Архип
2009-07-30
Уйғур миллий һәркитиниң рәһбири, рабийә қадир ханим муһим иши түпәйлидин японийидики зияритини ахирлаштурмастин америкиға қайтишқа мәҗбур қалған. Униң японийидә елип бармақчи болған паалийитини йолдиши сидиқһаҗи рози әпәнди давам қилдурмақта.
2009-07-30
"5 - Июл үрүмчи вәқәси" расттинла хитай һөкүмити дәватқандәк "чәтәлләрдики миллий бөлгүнчи күчләрниң қутратқулуқ қилиши билән болған вәқә "му? уйғур хәлқи растла бәхтлик яшаватамду ? " 5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң партлишидики һәқиқий сәвәб қәйәрдә ?
2009-07-30
Йеқинда қирғизистанда елип берилған президентлиқ сайлимида қурманбик бақйийиф қайта сайланған болуп, әмма қирғизистандики өктичиләр сайламда сахтилиқ садир болғанлиқи, шуңа сайлам нәтиҗисини инавәтсиз қилип президентлиқ сайлимини қайта өткүзүш керәкликини тәләп қилмақта.
2009-07-30
Хәлқара антропологийә вә етнологийә тәтқиқат җәмийитиниң муавин рәиси петир сикалник нәччә йүз уйғурниң өлүми билән аяғлашқан үрүмчи қирғинчилиқидин кейин өзиниң келәр һәптә күнмиңда ечилиш алдида турғанда, җәмийәтниң 16 - йиғинини байқут қилидиғанлиқини елан қилди.
2009-07-30
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 29 - июл күни хитай даирилири үрүмчидики уйғурлар зич олтурақлашқан тәңритағ вә сайбағ районлирида йеңидин 4 сақчихана қурғанлиқини җакарлап, бу сақчиханиларға үрүмчи вәқәсидин кейин үрүмчи шәһириниң аманлиқини қоғдаш нами астида 500 нәпәр сақчини толуқлап қобул қилған.
2009-07-30
Үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси чаршәнбә күни үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик дәп қаралған 15 киши үстидин җинайәт гумандарлирини тутуш елани чиқарди.
2009-07-30
Бүгүн йәнә хитай тилидики үч филим австралийә мелборн филим фестивалидин чекингәнликини елан қилди. Фестивалниң баянатчиси луйис һеселтинниң бирләшмә агентлиқиниң мухбириға ейтип беришичә, бу филимларниң режиссорлири рабийә қадир ханимниң һаяти тәсвирләнгән филимниң фестивалға қоюлғанлиқи вә рабийә қадир ханимниң келәр ай фестивалниң ечилишиға қатнишидиғанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн өзиниң филимлирини фестивалдин чекиндүргән икән.
2009-07-30
Хитай компартийиси мәркизи комитети сияси бюросиниң әзаси, гуаңдуң өлкилик парткомниң секретари ваң яң чаршәнбә күни чәтәл мухбирлириға қилған сөзидә, хитайниң аз санлиқ милләтләр сияситини қайта ойлинидиған вақитниң кәлгәнликини ейтип " бу сиясәтләргә чоқум түзитиш киргүзүш керәк" дегән.
2009-07-29
Хитай даирилири 5 - июлдин етибарән йәни үрүмчи вәқәси йүз бәргән күнидин башлап үрүмчини өз ичигә алған нурғун шәһәрләрдә интернет, телефон алақә қатарлиқ барлиқ учур васитилирини пүтүнләй қамал қилди.
2009-07-29
Дуня уйғур қурултийи рәиси, уйғур милли һәрикитиниң йол башчиси рабийә қадир ханим 28 - июл күни чүштин кейин японийигә йетип барған иди. 29 - Июл күни рабийә қадир ханим токйо шәһиридики хәлқара ахбарат елан қилиш мәркизидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән.
2009-07-29
Хитай һөкүмити "үрүмчи вәқәси" дин кейин түрлүк вастиларни қоллинип, уйғурларниң рәһбири рабийә қадир ханимниң келәр ай австиралийидә өткүзүлидиған хәлқара филим фестивалиға қатнишишини тосушқа тиришмақта. Хитайниң австиралиийидики дипломатик вәкили канберра даирилиригә өзиниң бу җәһәттики раһәтсизликини йәткүзгән.
2009-07-29
5 - Июл үрүмчи намайиши қанлиқ бастурулғандин кейин, үрүмчидә җүмлидин уйғур елиниң һәр қайси җайлирида намайиш қатнашқучилирини тутқун қилиш һәрикитиниң давам етиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2009-07-29
"Хитайниң 'йеңи чегриси' дики кона маҗира" намлиқ мақалә, 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә йезилған надир мақалилардин биридур. Мақалә корийә вақти гезитидә елан қилинғандин кейин, б д т инсан һәқлири комитети, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ дунядики нопузлуқ тәшкилатларниң тор бәтлиригә көчүрүп бесилған.
2009-07-29
- 5 Июл үрүмчи қанлиқ вәқәси мәзгилидә үрүмчидә, дәл рабийә қадир сода сарийи йенида зиярәттә болуватқан вә қанлиқ вәқәни өз көзи билән көргән бир нәпәр пишқәдәм уйғур зиялийси қазақистандики мухбиримиз абдулланиң зияритини қобул қилип, өзиниң көргәнлирини баян қилип бәрди.
2009-07-29
Уйғурларниң улуғ мәнивий йетәкчиси, дин вә милләтниң пидакари, һазирқи заман уйғур мәдәнийәт тарихиниң шанлиқ иптихари, уйғур йеңи маарипиниң асас салғучиси от йүрәк диний алим абдулқадир дамоллам 20 - әсирниң бешида уйғурлардин чиққан йетүк алим иди.