Архип
2009-07-07
7 - Июл күни америкиниң пайтәхти вашингтонда, хитай һөкүмитиниң үрүмчидә уйғурларниң наразилиқ намайишини қораллиқ бастуруш һәрикити вә хитайларниң гуаңдуң шавгүәндә уйғур ишчиларни вәһшиләрчә өлтүрүш қилмишлириға наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлди.
2009-07-07
Үрүмчидики 5 - июл намайишидин кейин, хитай һөкүмити намайишқа четишлиқ дәп қариған 1400 дин артуқ кишини тутқун қилған. Хитай ахбарати 5 - июл намайиши һәққидә тәрәпбазлиқ билән хәвәр берип, үрүмчидики хитай аһалилирини уйғурларға қарши зораванлиқ һәрикәтлиригә қутратқан.
2009-07-07
Уйғур диярида йүз бериватқан қанлиқ вәқәләр пүтүн уйғурларниң қаттиқ ғәзәп нәпритини қозғимақта. Бүгүн америкиниң сан- франсиско шәһиридики уйғурларму йиғилип хитай консулуслиқиниң алдида намайиш қилди.
2009-07-07
Қиммәтлик оқурмәнләр, 7 - июл, хитайларниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң алдида намайиш елип берилди. Бу намайишқа, уйғурлар, түркләр вә түркийидики сиясий партийиләрниң мәсуллиридин болуп 800 әтрапида киши қатнашмақта.
2009-07-07
Түркийидә һәр күни дегүдәк хитайға қарши намайиш елип берилмақта. Түнүгүн елип берилған намайишниң арқисидинла, 7 - айниң 6- күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән истанбулниң таксим мәйданида намайиш өткүзүлди.
2009-07-07
Хитай даирилириниң үрүмчидики қирғинчилиқи дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур муһаҗирлирини һәрикәткә кәлтүрди. Чоң - кичик, қери - яш, оғул - қиз вә әр - аяллар шу дөләтләрдики хитай әлчихана вә консулханилириниң алдида йиғилиш өткүзүп, хитай даирилириниң уйғур намайишчиларни қирғин қилғанлиқи, хитай лүкчәклириниң уйғур аммисиға һуҗум қилишиға йешил чирақ йеқип бәргәнликигә наразилиқ билдүрди.
2009-07-07
Америка авам палата әзаси, дөләт мәҗлиси там лантос кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси җеймис микгавирен түнүгүн баянат елан қилип, уйғур или вәзийити вә өлүм - йитим вәқәлириниң үзлүксиз көпийиватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
2009-07-07
Америка авам палатаси хитай һөкүмитини уйғурлар билән сүһбәт өткүзүшкә чақирди. Сәйшәнбә күни америка авам палата баянатчиси нәнсий пәлоси, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қолланған қаттиқ қоллуқ сияситини әйиблиди һәмдә хитай һөкүмитини уйғурларниң ғәзипини яндуруш үчүн улар билән сөһбәт өткүзүшкә чақирди.
2009-07-07
7 - Июл сәйшәнбә күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң инсан һәқлири алий комиссари нави пиллай ханим 5 -июл үрүмчидә йүз бәргән қирғинчилиқ һәққидә мәхсус тохтилип " намайишчилар тинчлиқ йоли билән наразилиқ билдүрүшкә һоқуқлуқ, хитай һөкүмити хәлқаралиқ қанун - низамларға риайә қилиши, тутқун қилған намайишчиларни қоюп бериши керәк " дәп җакарлиди.
2009-07-07
Түнүгүндин бери уйғурларниң ғәйрий рәсмий ахбарат вастилирида, үрүмчи шәһиридики хитай аһалисиниң 5 - июл үрүмчи намайишиға җавабән, 6 - июл күни интиқам елиш һуҗуми елип бериватқанлиқи, бу җәрянда паҗиәлик вәқәләр йүз бәргәнлики, вәқәдә уйғурларниң еғир зиянкәшликкә учраватқанлиқи һәққидә хәвәрләр берилгән иди.
2009-07-07
5 - Июл үрүмчи намайишидин кейин, хитай һөкүмити намайишқа алақидар 1434 кишини тутқун қилған иди. Бүгүн йәни 7 - июл күни, үрүмчи вақти чүштин кейин саәт 4 әтрапида, 300 гә йеқин аяллар вә балилар үрүмчи шәһириниң ат бәйгә райониға йиғилип, тутқун қилинған балилири вә йолдашлирини қоюветишни тәләп қилған.
2009-07-07
2009 - Йиллиқ нюйорк хәлқаралиқ радио программилирини баһалашта, әркин асия радиоси бу йил дуня бойичә әң яхши аңлитиш бәргән радио истансиси болуп баһаланғандин башқа, истансимизниң уйғурчә аңлитишидин мухбиримиз шөһрәт һошур тәрипидин тәйярланған " тәләйлик бовақ дуняға көз ачти" намлиқ программа бу йиллиқ алтун медалға еришти.
2009-07-06
Хитайниң үрүмчидики миллий қирғинчилиқи дүшәнбә күни хәлқара мәтбуатларда кәң көләмлик хәвәр қилинмақта. Шуниң билән биргә қирғинчилиққа қарита хәлқара җәмийәтттин түрлүк инкаслар келишкә башлиди. Б д т баш катипи дүшәнбә күни үрүмчидики вәқәгә инкас билдүрди.
2009-07-06
Уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри бүгүн шинҗаң телевизийиси вә хитай мәркизи хәлқ телевизийисидә сөз қилип, шавгүән вәқәси вә үрүмчи намайиши һәққидә ипадә билдүрди. У сөзидә, шавгүән вәқәсиниң тәсаддипий бир вәқә икәнликини билдүрүш билән биллә, үрүмчи намайишини, пиланлиқ вә тәшкиллик, уруш-чеқиш-от қоюш шәклидики зораванлиқ вәқәси дәп әйиблди.
2009-07-06
5 - Июл күни үрүмчидә йүз бәргән наразилиқ намайиши қораллиқ бастурулғандин кейин, радиомиз мухбирлири йүз бәргән қирғинчилиқтин кейинки әһваллар һәққидә техиму ичкириләп мәлумат елишқа тиришчанлиқ көрсәтмәктә.