Архип
2009-07-06
2009 - Йили 7 - айниң 5 - күни дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит тумтүркниң йетәклишидә, истанбулда яшаватқан уйғурлардин 200 гә йеқин киши, хитайниң гуаңдуң өлкисидә шавгүәнлик хитайларниң уйғур ишчиларни өлтүрүгәнликигә болған ғәзәп нәпритини ипадиләш мәқситидә хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида намайиш өткүзди.
2009-07-06
Дуня уйғур қурултийиниң бир туташ орунлаштурушиға асасән, канада уйғур җәмийтиниң тәшкиллиши билән, 3 - июл җүмә күни чүштин кейин торонтодики хитай консулханисиниң алдида шавгүән қирғинчилиғиға наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлди.
2009-07-06
Үрүмчидики намайишлар қанлиқ бастурулғандин бери, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар үрүмчидики намайишларни қоллаш вә хитай һөкүмитиниң қанлиқ бастурушиға наразилиқ билдүрүш намайишлири елип бармақта.
2009-07-06
Түнүгүн (бәшинчи ийол күни) уйғурлар үрүмичидә намайиш қилип, хитай һөкүмитиниң шавгуәндә 26 - ийон күни йүз бәргән хитайлар уйғурларни ур - ур қилған қанлиқ вәқәни қанун буйичә биртәрәп қилмиғанлиқиға наразилиқ билдүргән иди.
2009-07-06
7 - Айниң 5 - күни үрүмчидә мәйданға кәлгән вәқә һәққидә түркийә ташқи ишлар министири 115 - номурлуқ баянат елан қилди. Түркийә парламентидики әң чоң өктичи партийиләрдин бири болған милләтчи һәрикәт партийиси башлиқи, сабиқ муавин баш министир дәвләт бағчәли баянат елан қилип, хитай һөкүмитини әйиплиди.
2009-07-06
Америкиниң президент сарийи ақсарай дүшәнбә күни баянат елан қилип, үрүмчидә йүз бәргән тоқунушта нурғун адәмниң өлгәнлики вә яридар болғанлиқиға даир хәвәрләрдин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
2009-07-06
Америка президенти барак обама дүшәнбә күни москваға йетип берип, русийә президенти медведев билән учрашти. Әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң билдүрүшичә, америка президенти барак обама бу қетимқи зияритидә русийә президенти медмедиф билән сөһбәт елип берип, ядро қораллирини қисқартиш қатарлиқ бир қатар келишимләрни қайтидин имзалашни пилан қилған иди.
2009-07-06
5 - Июл үрүмчи намайиши йүз бәргәндин кейин, уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри 7 - айниң 6 - күни сәһәрдә телевизийә нутқи елан қилип, үрүмчи ғулҗа,қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрдә һәрбий һаләт йүргүзүлгәнликини, вәқәниң кеңийип кетишиниң алдини елиш керәкликини тәкитлигән.
2009-07-06
7 - Айниң 5 - күни үрүмчидә елип берилған уйғурларниң тинчлиқ шәклидики намайиши хитай һөкүмитиниң қораллиқ сақчи вә әскәрлири тәрипидин қанлиқ бастурулғандин кейин хәлқарадики чоң хәвәр агентлиқлири бу вәқә һәққидә бәс - бәстә хәвәр бәрмәктә.
2009-07-05
Бүгүн йәни7 - айниң 5 - күни уйғур яшлири үрүмчидә гуаңдоң қатиллириға җавап қайтурди. 1000 Ға йеқин уйғур яш алди билән үрүмчидики хәлқ мәядниға топланди. Ариқидин, хәлқ тиятирғана алди, җәнуби қовуқ раойни, дөңкөврүк кочиси қатарлиқ җайларда айлинип намайиш қилди.
2009-07-05
Үрүмчи вақти 5- июл чүштин кейин саәт 5 тин башлап уйғур әлиниң үрүмчи шәһиридә, гуаңдуң шавгуән қанлиқ вәқәсини һөкүмәт тәрәп адил бир тәрәп қилмиғанлиқи үчүн кәң көләмлик тинч наразилиқ намайиши йүз бәргән.
2009-07-05
7 - Айниң 5 - күни үрүмчидә шавгүән қанлиқ вәқәсигә наразилиқ билдүрүш намайиши елип берилди. Наразилиқ намайиши дәслипидә тинч йосунда башланған болсиму, намайиш тунҗи башланған хәлқ мәйданиға намайишчилардин бурунла келип болған хитай қораллиқ сақчи қисимлири намайишчиларни рәһимсизләрчә таяққа басқан вә көпләп адәм тутқун қилған.
2009-07-05
Америкиниң калифорнийә штатидики уйғурлар йәкшәнбә күни намайиш өткүзүп, үрүмчидики қирғинчилиққа наразилиқ билдүрди. Хитай һөкүмити шу күни үрүмчи хәлқ мәйданиға йиғилип, "шавгуән вәқәси" гә наразилиқ билдүргән уйғурларни бастурған иди.
2009-07-05
26 - Июн күни хитайниң гуаңдоң өлкисигә қарашлиқ шавгуән шәһиридики бир оюнчуқ завутида бигунаһ уйғур ишчилириға қарита хитай ишчилар тәрипидин уруп олтуруш, яриландуруштәк инсанийәтсиз қилмиши елип берилған иди.
2009-07-05
5 - Июл саәт 5 ләр әтрапида үрүмчи шәһиридә уйғур яшлириниң 26 - июн күни гуаңдоң өлкисиниң шавгуән шәһиридә уйғур ишчилириниң хитай ишчилар тәрипидин уруп өлтүрүлүши вә яриландурулушиға наразилиқ билдүрүш һәмдә бигунаһ зиянкәшликкә учриғанларға қайғусини изһар қилиш үчүн елип барған тинч шәкилдики қарилиқ тутуш вә намайиш қилиш һәрикити үрүмчидики сақчиларниң бастурушиға учриған.