Архип
2009-07-24
2009 - Йили 7 - айниң 21 - күни бүйүк ира тор битидә " шинҗаңда зораванлиққа қарши туруш мәсилиси иҗтимаи адаләт һәмдә иқтисад мәсилисидур" мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинди. Бу мақалә иенгилиз тилидин тәрҗимә қилинған мақалиләрниң йиғиндиси болуп чиқти.
2009-07-24
Нюйорк вақит гезитидә хәвәр қилинишичә, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин қәшқәр шәһирини вәһимә қаплиған болуп, қәшқәрму үрүмчигә охшашла "әскәр деңизи" ға айланған. Нөвәттә қәшқәр кочилирини хитай әскәрлири чарлап йүрмәктә икән.
2009-07-24
Уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри җүмә күни, бу нөвәтлик үрүмчи намайишиға сәвәбкар "гумандарларни вә намайиш җәрянида җинайәт садир қилғанларни пат арида қолға елип җазалайдиғанлиқи" тоғрисида вәдә бәргән вә "зораван җинайи қилмишларға төмүр мушт билән зәрбә беридиғанлиқи"ни тәкитлигән.
2009-07-24
Москва шәһәрлик һөкүмәт өз шәһиригә җайлашқан хитай маллири базирини тақивәткәндин кийин, хитай - русийә сода мунасивәтлиридә җиддийлик көрүнүшкә башлиди.
2009-07-24
Хитай һөкүмити шаңхәй шәһиридә кишиләрни икки пәрзәнтлик болушқа риғбәтләндүрүватқан болуп, франсийә агентлиқида көрситишичә, әгәр бир пәрзәнтлик ата - аниларниң өзи бир пәрзәнтлик аилидин келип чиққан болса, бу хилдики аилиләр икки пәрзәнтлик болса болидикән.
2009-07-23
"5 - Июл үрүмчи вәқәси" сәвәбидин 16 күндин буян сода қилиш чәкләнгән хәлқара чоң базар чаршәнбә күни мулазимәт қилишқа башлиған болсиму, әмма истансимизниң һоңкоңда турушлуқ мухбириниң үрүмчидин игилигән мәлуматлириға асасланғанда, хәлқара чоң базар ичидики 4 миңдин артуқ дуканниң аран йерими ечилған шуниңдәк һөкүмәт дукандарларни әслидики вақиттин 3 саәт бурун дукан тақашқа мәҗбурлиған.
2009-07-23
Нөвәттә хәлқара җәмийәттә "5 - июл үрүмчи вәқәси" хитай һөкүмитиниң уйғурлар устидин йүргүзүватқан қаттиқ қол сияситиниң мәһсули дәп қаралмақта. Ундақта бу вәқәниң келип чиқишида хитай һөкүмити уйғур елигә тәйинлигән қорчақ рәиси нурбәкриниң қанчилик мәсулийити бар ?
2009-07-23
5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргән күни, хитай һөкүмити тунҗи баянатидила, вәқәниң чәтәлдики уйғур тәшкилатлири билән алақиси барлиқини билдүргән иди. Түнүгүн йәнә, уйғур райониниң рәиси нур бәкри вә хитай мәкизи һөкүмәт рәһбәрлиридин ву шимин мухбирларға сөз қилип, вәқәниң чәтәл билән алақиси барлиқини қайта - қайта тәкрарлиди.
2009-07-23
Шиветсийдә елип бериливатқан наразилиқ һәрикәтлиригә шветсийидә яшаватқан түркий хәлқләрму актип аваз қошқан болуп, улар - 22 чесла шветсийиниң санаәт шәһири вә иккинчи пайтәхти һесабланған йөтобори шәһиридә хитай консулиниң алдида хитайға қарши уйғур қериндашлирини қоллап наразилиқ намайиши елип барди.
2009-07-23
7 - Айниң 22 - күни явропа парламентиниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқи тоғрисида мәлумат игиләш мәқситидә, д у қ ниң 6 кишилик бир вәкилләр өмикини белгийә пайтәхти брйосселдики явропа парламентиниң мәркизидә қобул қилип, шәрқий түркистанниң әмәлий вәзийити һәққидә сөһбәтләшкән.
2009-07-23
Хитай һөкүмити 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң дуня уйғур қурултийиниң күшкүртүши билән йүз бәргәнликини илгири сүргән болуп, әмма д у қ рәһбәрлири мәзкур әйибләшлирини рәт қилди.
2009-07-23
5 - Июл үрүмчи вәқәси йеқинқи заман тарихида уйғурларға әң чоң тәсир қилған шундақла дуня мәтбуатидиму әң күчлүк диққәт тартқан вәқә болди.
2009-07-23
Қирим татарлири украинийидики хитай әлчиликиниң алдида намайиш өткүзүп хитай һөкүмитини гунаһсиз пуқраларни өлтүрүш билән әйиблиди. Бу намайишни уюштурған татар миллий мәҗлиси баяннамә елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға түрлүк усуллар арқилиқ бесим йүргүзүп келиватқанлиқини, буниңға чидимай кочиларға чиққан хәлқни болса толуқ қоралланған әскәрләр билән қанлиқ бастуруш арқилиқ өз пуқралириға җәң елан қилғанлиқини ейитти.
2009-07-23
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди үрүмчи вәқәсини бастуруш үчүн үрүмчигә йөткәп апирилған хитай сақчиларниң кочиларға чиққан уйғур қиз - аяллириниң үсти бешини ахтуруп уларни қаттиқ сарасимгә селиватқанлиқини ейитти.
2009-07-23
Дуняниң һәр қайси җайлиридики фалунгуң муртлири түрлүк паалийәтләр арқилиқ хитай компартийиси тәрипидин зиянкәшликкә учриғанлиқиниң он йиллиқини хатирилимәктә.