Архип
2009-08-20
Уйғур дияридин кәлгән уйғурларниң ейтишичә, уйғур диярида хитай һөкүмити милләтләр иттипақлиқи, икки милләт айрилалмайду, дәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмили йәттә хитайлар билән уйғурлар арисидики тоқунушни хитай сақчилар хитай тәрәптә туруп бир тәрәп қилидикән, һәтта хитайлар уйғур сақчиларниң уларниң ишини бир тәрәп қилишини халимайдикән.
2009-08-20
Қирғизистанниң бешкәк шәһиридики уйғур яшлири, "үрүмчи вәқәси" ниң 40 күнлүки мунасивити билән нәзир өткүзди. Улар нәзирдә, үрүмчи вәқәсидә қурбан болған уйғурларниң роһиға атап қуран оқуди.
2009-08-20
Австралийиниң кан мәһсулатлири ширкити рийо тинто ни 19.5 Милярд долларға хитай ширкити чиналко ниң ситивилиш пиланини австралийә һөкүмитиниң бикар қилғанлиқи, рийо тинто ширкитиниң хиттайдики деректори вә үч хизмәтчисиниң хитайлар тәрипидин "дуләт мәхпийәтликини оғрилиған" дегән гунаһ билән қолға илинип та һазирғичә турмидә йетиватқанлиқи икки дуләт оттурисида сүркилиш елип кәлгән иди.
2009-08-20
Хитай йеқинда рабийә қадир сода сарийи вә әқидә сода сарийини чеқиш пиланини иҗра қилиш үчүн, рабийә қадир ханимниң аилә тавабиатиға, улар олтуруватқан әқидә сода сарийини бошитиш һәққидә уқтуруш чүшүргән.
2009-08-20
Қазақистанда уйғур вә қазақ яшлири бирлишип қурған "арман тәшкилати" йетәкчилири вә әзалири 20 - авғуст чүштә, алмата шәһиридә мухбирларни күтүвелиш йиғини вә " 5 - июл үрүмчи вәқәси" гә алақидар рәсим көргәзмисини ечиш алдида, һөкүмәт тәрәпниң тосқунлуқиға учриған.
2009-08-20
Шинхуа ториниң үрүмчидин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, 1000 дин артуқ хитай пахта териш ишчиси чаршәнбә күни гуйҗудин йолға чиққан мәхсус йолучилар пойизи арқилиқ үрүмчигә йетип кәлгән.
2009-08-20
Австралийә ташқи ишлар министири кевин руд чаршәнбә күни мухбирларға қилған сөзидә хитай билән болған мунасивитиниң рабийә қадир ханимға виза бәргәнлик сәвәби бир мәһәл җиддийләшкәнликини тилға елип: "бизниң хитай билән нурғун ортақ мәнпәәтлиримиз бар, әмма бизниң йәнә һәм нурғун охшимаслиқлиримизму бар. Бу охшашмаслиқлар охшимиған қиммәт қариши вә бәзидә охшимиған мәнпәәтләрдин келип чиққан," деди.
2009-08-20
Хитайда бүгүн йәнә бир қоғушундин зәһәрлиниш вәқәси ашкариланди. Мәзкур вәқәдә 1354 бала зәһәрләнгән. Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хунән өлкисиниң венпиң наһийисигә җайлашқан манган пишшиқлап ишләш завутиниң әтрапида олтурақлашқан балиларниң 70 пирсәнтиниң қенида артуқ миқдарда қоғушун байқалған.
2009-08-20
Хитай мудапиә министирлиқи тунҗи рәсмий тор бетини ачти. Хитай һөкүмити давамлиқ һалда һәрбий күчини мәхпий тутуш билән хәлқара җәмийәт тәрипидин әйиблинип келиватқан болуп, хитайниң бу тор бәтни һәрбий ишлириға қисмән болсиму, очуқлуқ елип келиш үчүн ачқанлиқи пәрәз қилинмақта.
2009-08-20
Афғанистанда талибан һакимийити ағдурулғандин кейин елип берилған иккинчи қетимлиқ президентлиқ сайлимиға биләт ташлаш бүгүн аяқлашти. Әтигән саәт 7 дә башланған биләт ташлаш ахшам саәт 5 әтрапида аяқлашти.
2009-08-19
Уйғур райониниң партком секритари ваң лечүән өткән һәптидики теливизийә нутқида, үрүмчи шәһириниң чәт яқилиридики уйғурлар олтурақлашқан мәһәллиләрни "сәзгүр мәһәллә" дәп атиған, 5 - июл вәқәсигә қатнашқан ғоллуқ унсурларниң йиллардин бери әнә әшу сәзгүр нуқтиларда йошурунуп кәлгәнликини билдүргән иди.
2009-08-19
Хитай коммунист һакимийити узун йиллардин буян уйғур елидә милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини түрлүк шәкилләрдә елип бармақта, һәтта һәр йили 5 - айни уйғур елидә милләтләр иттипақлиқ ейи қилип бекитип бир айларчә мәхсус кәң көләмлик милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш паалийәтлирини елип бармақта.
2009-08-19
5 - Йол үрүмчидә йүз бәргә қирғинчилиқниң һәқиқий әһвали шиветсийә ахбаратлири тәрипидин кәң тәшвиқ қилинған болсиму, әмма шиветсийә һөкүмитиниң хитай һөкүмитигә қарита күчлүк бир инкаста болмаслиқи шиветсийә парламинтида уйғур мәсилисигә изчил көңүл бөлүп киливатқан бир қисим парламит әзалириниң тәнқидигә учриған.
2009-08-19
Қәшқәр кона шәһәр районидики қәдимий өйләрниң чеқилип, бу райондики 500 миң нопусқа игә уйғур аһалисиниң һөкүмәт йеңидин салған биналиқ өйләргә көчүрүлүш вәқәси хәлқараниң диққитини тартмақта.
2009-08-19
Һәр йилдикигә охшаш бу йилму, уйғур оқуғучиларниң язлиқ тәтилдин пайдилинип, 6 - айниң 20 - күни истанбул шәһриниң уйғурлар көп олтурақлашқан зәйтунбурну вә сәфакөй районлирида мәхсус уйғур синипи ечилип дәрс өтүлгән иди.