Архип
2009-08-11
26 Дөләт әлчихана вәкиллиридин тәшкилләнгән зиярәт өмики түнүгүн үрүмчидә зияритини башлиди. Бу өмәкниң зиярәт давамида тәрәпсиз бир тәкшүрүш елип бериш - бармаслиқи нөвәттә көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.
2009-08-11
Хитайда моракот дәп нам берилгән тәйфең борини хитайни еғир дәриҗидә зиянға учратмақта. Хитай хәлқ ишлар министирлиқиниң ашкарилишичә, бүгүнгә қәдәр йәни 11 - авғуст чүштин кейин саәт 4 кә қәдәр, хитайниң фуҗйән, җиеҗяң, җяңши вә әнхуй қатарлиқ өлкилиридики 10 милйондин артуқ киши моракот дәп аталған тәйфең борининиң зийиниға учриған.
2009-08-10
Хитай һөкүмити 5 - июлдики үрүмчи вәқәсигә җавабән уйғур көчмә нопусиниң үрүмчи шәһиригә келип олтурақлишишини чәкләйдиған бир қатар тәдбирләрни йолға қойди.
2009-08-10
14 - Новәтлик турк дуняси яшлири қурултийи 8 - айниң 10 - куни украйнийәниң қара деңиз бойиға җайлашқан ялта шәһридә рәсми башланди. ялта мәһманханисида башланған бу қурултайға 36 доләт вә райондин кәлгән 220 әтрапида туркий милләт яшлири қатнашмақта.
2009-08-10
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитайниң аз санлиқ милләтләр сиясити, хәлқарада йәнә бир қетим муһим диққәт нуқтисиға айланди. Нөвәттә хәлқарадики бир қисим даңлиқ көзәткүчиләр, сиясәтчиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири, хитайниң аз санлиқ милләтләр сиясиситигә қарита қарашлирини баян қилмақта.
2009-08-10
Нөвәттә америка һөкүмити африқа базири һәм латин америкисидики дөләтләр билән болған мунасивәткә әһмийәт бериватқан болуп, өткән һәптә америка ташқи ишлар министири һиллари клинтонниң африқа сәпири һәм 9 - авғуст күни америка презинти барак обаманиң мексикиға болған 2 - қетимлиқ зиярити хәлқараниң диққитини қозғимақта.
2009-08-10
Уйғур аптонум районлуқ хәлқара көргәзмә мәркизидә 5" - июл үрүмчи вәқәси" гә аит 400 парчидин артуқ сүрәт көрүнүшләр көргәзмә қилинған болуп, хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур дияриға тәйинлигән секритари ваң лечүән, сүрәттә әкс әттүрүлгән вәқәликләрниң, чегра ичи - сиртидики дүшмән күчләрниң пиланлиқ орунлаштуруши нәтиҗисидә мәйданға кәлгән вә бу кәң хәлқ аммиси үчүн еғир зиянкәшликләрни пәйда қилған 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий маһийити икәнликини билдүргән.
2009-08-10
Финландийә шималий яврупадики 360 миң квадират километирлиқ земинға игә гүзәл бир дөләт . Филандийиниң нопуси 5 милйон 256 миң болуп, буларниң 94% ни финлан тилидики хәлқләр тәшкил қилса, 6% ни шивет тилидики хәлқләр тәшкил қилиду.
2009-08-10
Түркийә 2009 - йиллиқ учур ахбарати вә ахбарат вастилири йиғиниға қатнишиш үчүн истанбулға кәлгән түркийә дөләт министири вә муавин баш министир бүләнт аринч йиғин арисида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.
2009-08-10
Қазақистандики уйғурлардин атақлиқ язғучи, дирамторг әхмәтҗан һашир әпәнди ихтияри мухбиримиз абдулланиң зияритини қобул қилип, 5 - июл үрүмчи қанлиқ вәқәси тоғрисида, шундақла, алмутада шу қанлиқ қирғинчилиқта һаятидин айрилғанлар үчүн елип беилған матәм мурасими тоғрисидики қарашлирини оттуриға қойиду.
2009-08-10
10 - Авғуст қирғизистандики уйғурлар намайиш қилип, хитайниң 5 - июл үрүмчи намайишини қанлиқ бастурғанлиқиға наразилиқ билдүрди.
2009-08-10
"5 - Июл үрүмчи вәқәси" қанлиқ бастурулуп бир айдин кейин, йәрлик хитай һөкүмити хитайда турушлуқ бир қисим чәтәл әлчихана хадимлирини уйғур елидә зиярәттә болушқа тәклип қилған болуп, шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, булар уйғур елидә 5 күн зиярәттә болидикән.
2009-08-10
Алҗирийидә қурулуш қиливатқан бир хитай ширкитигә бомба орунлаштуруп қоюлған болуп, бу хәвәр алҗирийидә чиқидиған "әл хабар" торида шәнбә күни ашкариланған.
2009-08-10
Үрүмчигә қонушқа рухсәт қилинмиған афғанистан "кам һава йоллири" айропиланида бомба тәһдити садир болмиған.
2009-08-10
Дүшәнбә күни хитай һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилатида, уйғур ели вә тибәтләрдики миллий сиясити, мәзкур милләтләргә қаритилған миллий кәмситиш хаһишлири һәққидә күчлүк соалларға дуч кәлди.