Архип
2009-08-06
Бейҗиңдики "җуңгода турушлуқ чәтәллик мухбирлар тәшкилати" пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитайни ахбарат әркинликини қоюветишкә чақирди.
2009-08-06
Хитай вә һиндистан узундин буян һәл болмай келиватқан чегра мәсилсиини һәл қилиш үчүн җүмә күни 13 - қетимлиқ сөһбәтни башлимақчи. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, бу сөһбәт йеңи деһлида елип берилидиған болуп, тәрәпләр икки күн давам қилидиған бу сөһбәттин нәтиҗә чиқишини үмид қилмақта.
2009-08-06
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай тор хаккерлири дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң австралийидики мелборн филим фестивалиға қатнишишиға наразилиқ билдүрүш үчүн мелборн хәлқаралиқ филим фестивалиниң тор бетигә исим җәһәттин интайин йеқин болған мелборн хәлқаралиқ сәнәт фестивалиниң тор бетигә бузғунчилиқ қилип тор бетигә хитай байриқи вә рабийә қадир ханимға қарши сөзләрни қалдуруп қойған.
2009-08-05
Тенч окяндики арал дөлити палав, бу йил 6 - айниң 10 - күни гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурни қобул қилидиғанлиқини елан қилған иди. Әмма гүәнтанамодики уйғурлар палавға бериш тәклипи үстидә ойлишиватқан иди.
2009-08-05
Техи йеқиндила хитай 2009 - тинчлиқ бурчи намида русийә билән террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневириниң биринчи бөликини өткүзгән иди. Һәрбий ишларға даир хәвәрләргә қариғанда, хитай йәнә нөвәттә 2010 - йили тинчлиқ бурчи бирләшмә һәрбий маневириниң иккинчи бөликини қазақистан билән бирлишип өткүзүш тәйярлиқини көрүватмақта икән.
2009-08-05
Бүгүн 5 - июлдики үрүмчи вәқәсигә бир ай болуп қалған болсиму, лекин уйғур елидә вәқәгә мунасивәтлик дәп қаралғанларни тутқун қилиш, қолға елиш һәрикити давам қиливатиду. Бу әһвалда хитайниң мәмликәт ичидики қисмән зиялийлири вә чәтәлдики бәзи өктичи хитайлар мақалә елан қилип, вәқә тоғрисидики қарашлирини баян қилишмақта.
2009-08-05
Үрүмчидә мәйданға кәлгән қанлиқ вәқәгә болған наразилиқ түркийәдә давам қиливатқан күнимиздә, хитай ташқи ишлар министирлики, йеқинда бәзи гуруһ вә шәхисләрдин түркийәдә турушлуқ хитайларға һуҗум елип баридиғанлиқи тәһдити алғанлиқини билдүргән.
2009-08-05
2009 - Йили 8 - айниң 4 - күни дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим австиралийиниң седний шәһиригә йетип кәлди. Рабийә ханимни австиралийә уйғур җәмийитиниң рәиси һусән һәсән, баш катипи мәһәммәтимин әла әпәндиләр вә бирқисим җәмийәт әзалири айродромда күтүвалди.
2009-08-05
Үрүмчидә 5 - июл қанлиқ вәқәси йүз бәргәндә қазақистанлиқ бир уйғур ханим дәл үрүмчидә зиярәттә болуватқан болуп, у ханим қазақистанға саламәт қайтип кәлгәндин кейин вәқә җәрянида көргән - билгәнлирини қазақистандики ихтиярий мухбиримиз абдуллаға баян қилип бәрди.
2009-08-05
" 5 - Июл үрүмчи вәқәси" йүз бәргәндин кейин хитай һөкүмити из қоғлап тутуш буйруқи чиқирип, тутқун қилиш һәрикитини изчил давамлаштуруп кәлмәктә.
2009-08-05
4 - Авғуст, алҗирийиниң пайтәхти алҗирда бир қисим йәрликләр шу йәрдә ишләватқан хитай аққун ишчилири билән тоқунушқан болуп, нәтиҗидә 10 хитай ишчи яриланған.
2009-08-05
Хитай даирилири сәйшәнбә күни үрүмчи вәқәсигә алақидар 718 адәмни қолға алғанлиқини билдүрди. Әмма мәзкур санниң илгири намайиштин кейин тутулғанлиқи елан қилинған 1500 адәмниң ичидин айрип қелинған, яки уларға қошуп йеңидин тутулған кишиләрдин тәркиб тапидиғанлиқи һәққидә ениқ мәлумат бәрмиди.
2009-08-05
Гүәнтанамодики уйғурларниң адвокати бирләшмә агентлиқиға билдүргән хәвәрләргә қариғанда, мәзкур уйғурларниң бир қисимни палав җумһурийитигә йәрләштүрүш келишими пүтүшкә аз қалған.
2009-08-05
5 - Авғуст чаршәнбә күни, йеқинда қайтидин сайланған иран президенти әхмәдиниҗад қәсәм берип вәзипә тапшурувалди. Мәлум болушичә, мәһмут әхмәдиниҗадниң қәсәмяд мурасимиға 70 нәпәр парламент әзасиниң 13 нәпири қатнашмиған болуп, бәзилири әхмәдиниҗад сөзгә чиққанда йиғин мәйданидин чиқип кәткән.
2009-08-05
Ақсарай чаршәнбә күни, әгәр шималий корийә америка билән болған мунасивәтлирини яхшилимақчи болса илгири бәргән вәдилирини ақлиши керәкликини илгири сүрди.