Архип
2009-09-11
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи җүмә күни баянат елан қилип, хитай даирилири йеқинда "милли бөлгүнчиләр"ниң һәрикити, дәп елан қилған йиңнә вәқәлириниң әмәлийәттә хитай пуқралири һөкүмәттин төләм елиш үчүн ойдуруп чиққан ялғанчилиқ икәнликини билдүрди.
2009-09-11
Уйғурларниң америкида сүргүндики рәһбири рабийә қадир ханим җүмә күни чех пайтәхти прагада чақирилған "асияда тинчлиқ, демократийә вә кишилик һоқуқ" дегән темидики хәлқара йиғинда сөз қилип, хитай даирилирини уйғур вә тибәтләрниң мәдәнийитини вәйран қилиш билән әйиблиди. Демократик әлләрни хитайға бесим ишлитип, хитайниң аз санлиқлар сияситини өзгәртишкә чақирди.
2009-09-11
Тәйвән сот мәһкимиси җүмә күни сабиқ тәйвән президенти чен шүйбйән вә униң аилисиниң хиянәтчилик делоси үстидин һөкүм елан қилип, чен шүйбйән вә униң ханими ву шуҗинни мәңгүлүк қамақ җазасиға һөкүм қилди. Чен шүйбйәнгә 200 милйон, ву шуҗинға 300 милйон йеңи тәйвән доллири җәриманә қойди.
2009-09-11
Хитай даирилири җүмә күни аталмиш "зәһәрлик йиңнә вәқәси"ниң уйғур елиниң хотән, қәшқәр вә алтай шәһәрлиридә йүз бәргәнликини вә 9 кишиниң қолға елинғанлиқини билдүрди.
2009-09-11
Җүмә күни америкиниң һәр қайси җайлирида 2001 - йили йүз бәргән 11 - сентәбир вәқәсиниң 8 йиллиқи хатириләнди. Америка хәлқи аммиви мулазимәт паалийити елип бериш, матәм билдүрүш, байрақни йерим чүшүрүш қатарлиқ усуллар билән вәқәдә өлгәнләрни яд әтти.
2009-09-10
Хитайчини җаңсуда үгинивалған әнгилийилик журналист, баш тәһрир җозип макиртич 5 - ийол үрүмчи вәқәсидин кейин шаңхәйдә, чирайи уйғурға охшиғанлиқи үчүн кәмситишкә учриған. Униң 'мән уйғур болған күнләрдә' дегән мақалиси әнгилийә 'т в хәвәрлири' ниң 'йеңи дөләт сиясәтчилири' сәһиписидә елан қилинғандин кейин, бу мақалә ғәрбтә чоңқур тәсир қозғиди.
2009-09-10
Германийидә өткүзүлидиған бу йиллиқ нахша чолпанлири мусабиқисигә, мийонхенда яшаватқан талантлиқ уйғур қизи диларә долқун қатнишип, гәрчә у мусабиқидә үзүп чиқалмиған болсиму, тамашибинларда чоңқур тәсир қалдурған.
2009-09-10
Үрүмчидики хитайлар 4 вә 5 - синтәбир күнлиридә намайиш қилип, ваң лечүәнниң истипа беришини тәләп қилип, һөкүмәтниң хитай пуқралириниң бихәтәрликини қоғдиялмиғанлиқини илгири сүргән иди.
2009-09-10
"Түркийә гүнлүгү" йәни, түркийиниң күнлүк хатириси намлиқ журнал 5 - июл үрүмчи вәқәси мәхсус сани нәшир қилди. Журналниң муқависиға чоң хәт билән "гүзәл түркистан саңа немә болди?" дегән җүмлә, униң астиға болса "үрүмчи қәтлиамини унтумаймиз" дегән җүмлә йезилған.
2009-09-10
Шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң қурбан болғиниға бу йил сентәбирдә 60 йил толди. Әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң сирлиқ өлүми тоғрисида пешқәдәм офитсер вә зиялийлар көплигән мулаһизә мақалилирини язған.
2009-09-10
5 - Июл қанлиқ қирғинчилиқи йүз берип йәттә һәптидин кейин, йәни 8 - айниң 22 - күнидин 25 - күнигичә, хитай рәиси ху җинтав уйғур вәтининиң үрүмчи, ақсу, қарамай, шихәнзә, санҗи қатарлиқ хитайлар мәркәзлишип олтурақлашқан районлирини үч күн зиярәт қилди.
2009-09-10
Инсан роһи дунясини гүзәл әдәп - әхлақ билән зиннәтлигәндила җәмийәттә иш - һәрикити гүзәл, сөз - ипадиси гүзәл, муһити гүзәл болалайду, аллаһниң вә инсанларниң нәзиридә һөрмәтлик, қәдир - қиммәтлик болалайду, һәмдә ибадәт қилғанниң савабини тапалайду.
2009-09-10
Дуня уйғур қурултийиниң рәһбири рабийә қадир ханим асиядики тенчлиқ, демократийә вә кишилик һоқуқ намлиқ йиғинға қатнишиш үчүн чех җумһурийитиниң пайтәхти прагаға йүрүп кәтти. Җүмә күни башлинидиған бу йиғинға тибәт роһаний даһийси далай ламаму қатишиду.
2009-09-10
Гуәнтанамода қалған 13 нәпәр уйғурниң үч нәпири палавға беришни қобул қилған. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң бир әмәлдари 3 нәпәр уйғурниң бир айлиқ сөһбәттин кейин палавға беришни қобул қилғанлиқини билдүргән. Әмма бу һәқтә техиму әтраплиқ мәлумат беришни рәт қилған.
2009-09-10
Шинхуа торидин мәлум болушичә, қизилсу областиға қарашлиқ болған ақчи наһийисидә 20 синтәбирдин бери яғқан қаттиқ ямғур сәвәблик кәлкүн кәлгән болуп, 4 киши һаятидин айрилған.