Архип
2009-09-28
5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин түркийә язғучилири уйғур мәсилисигә аит көпләп мақалә йезишқа башлиди, бәзи язғучилар уйғурларниң тарихий һәққидә тохталса бәзи язғучилар уйғурларниң һазирқи вәзийити вә уйғур мәсилисиниң һәл болуш йоллирини издәнгән асаста мақалә елан қилип кәлмәктә.
2009-09-28
Қазақистанниң атақлиқ уйғур язғучиси шайим шавайевниң 70 яшқа киргәнлик хатирә кәчлики өткүзүлди. Шайим шавайев тонулған язғучи, драмматорг вә шаир болуп, униң қәлими астида 17 парчә китаби нәшир қилинған.
2009-09-28
Хитай һөкүмити хитай көчмәнлириниң аз санлиқ милләтләр районида йәрлик милләтләрниң мәдәнийитигә тәһдит елип келиватқанлиқиға алақидар пикирләрни инкар қилди вә хитай һөкүмитиң бу хилдики районларға қаратқан башқуруш сияситидә өзгириш болмайдиғанлиқини илгири сүрди.
2009-09-28
Тәйвән гавшюң кино фестивали орунлаштурғучилири дүшәнбә күни, рабийә қадир ханим һәққидики филимниң фестивалида қоюлидиғанлиқини рәсмий елан қилди.
2009-09-28
27 - Сентәбир күни хитайниң уйғур елидики йәрлик һөкүмити интернеттә сиясий темида муназирә елип беришни чәкләйдиған қанун мақуллиған.
2009-09-28
Қирғизистан парламентидики бир юқири дәриҗилик өктичи партийә әзаси, бихәтәрлик мәсилиси түпәйли қирғизистандин вақитлиқ айрилишқа мәҗбур болғанлиқини билдүрди.
2009-09-28
Хитайда һәр йили ғалҗирлиқ кесили билә өлүп кетидиғанлар сани дуня бойичә иккинчи орунда туридикән. Франсийә агентлиқида нәқил елип көрситишичә, ғалҗирлиқ кесили билән өлүп кетиш һадисиси хитайда аммиви сағламлиққа әң зор тәһдит елип келидикән.
2009-09-27
Йәкшәнбә күни иран мунтизим қисимлириниң һәрбий маневири җәрянида бир қатар башқурилидиған бомбилирини етип синақ қилишни башлиди.
2009-09-27
Йәкшәнбә күни исраилийиниң диний байрими башлиниш һарписида йеруссалим шәһириниң кона шәһәр районидики бир диний паалийәтләр өткүзидиған җайда пәләстинликләр билән исраилийиликләр арисида тоқунуш келип чиққан болуп, бу мусулманлар вә йәһудийлар охшашла улуғлайдиған җай иди.
2009-09-27
Тәйвәндики бир қисим мустәқил тәшкилатлар тәйвән һөкүмитиниң дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадирниң тәйвәнгә келишини рәт қилиш қарариға қаршилиқ билдүрмәктә.
2009-09-27
25 - Сентәбир күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә хитай мәркизий телевизийә истансисиниң рус тилидики программилирини бишкәктә тарқитиш мурасими өткүзүлди.
2009-09-27
27 - Сентәбир күни хитай дөләт ишлири кабинети "җуңгониң миллий сиясити вә һәр қайси милләтләрниң ортақ тәрәққи қилиши" мавзулуқ йәнә бир йеңи ақ ташлиқ китабини елан қилди. Шинхуа агентлиқиниң йезишичә, мәзкур ақ ташлиқ китабта "җуңго һөкүмитиниң 60 йилдин буянқи миллий сиясәттә қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлири" намайән қилинған.
2009-09-26
Шинхуа агентлиқиниң астанидин баян қилишичә, хитайниң сиясий бюро әзаси йү җеңшең қазақистан билән болған мунасивәтни чиңитиш үчүн 25 - сентәбир күни астаниға берип, қазақистан баш министири мәсимов вә парламент башлиқи тоқайев билән көрүшкән.
2009-09-26
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, америка президенти обама бүгүн иранға ултиматум елан қилди.
2009-09-26
Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, йигирмә дөләт гуруһидики дөләт башлиқлириниң али дәриҗилик учришиши мушу бир йил ичидә үч қетим өткүзүлди. Йигирмә дөләт гуруһиниң бу қетим питтсбург шәһиридә өткүзүлгән али дәриҗилик учришишида, дуня иқтисадини гүлләндүрүш үчүн йеңи сиясәтләрни бәлгиләнди.