Архип
2010-12-26
2010-Йили ахирлишип, 2011-йили күтүвелиниш алдида турғанда, уйғур аптоном районлуқ коммунистик партийә комитети вә һөкүмәт муқимлиқ хизмәт йиғини чақирди.
2010-12-26
25- Декабир күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң 7-қурултийиниң 10-қетимлиқ кеңәйтилгән йиғини үрүмчидә чақирилди.
2010-12-26
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пакистанниң шималидики банҗур вилайитидә шәнбә күни өзини өлтүрүвелиш характерлик бомба һуҗуми йүз берип, аз дегәндә 45 адәм өлгән. Вәқә йүз бәргән җай пакистанниң қәбилиләр райони болуп һесаблиниду.
2010-12-26
Йәкшәнбә күни русийиниң пайтәхти москва шәһиридики пушкин мәйдани "москва һәммә кишиләр үчүн" намлиқ йиғилиш һәрикити йүз бәргән болуп, русийиниң " новости" хәвәрләр агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур йиғилиш алдинқи һәптидә рус милләтчи яшлириниң кавказлиқ, оттура асиялиқ вә башқа рус әмәс милләтләрни чәткә қеқишни шоар қилған намайишиға қарши уюштурулған икән.
2010-12-25
Хитай даирилири 24- декабир уйғур елидә муқимлиқ йиғин ечип, “җәмийәт муқимлиқиға әң чоң хәвпниң миллий бөлгүнчиликтин келидиғанлиқи” қайта муқимлаштурулған.
2010-12-25
Поп бенедикт хви хитайдики католик вә христиан муритлирини хитай коммунистлириниң диний етиқадқа қаратқан чәклимисигә қариши җасарәтлик болушқа чақирди.
2010-12-25
Җәнубий корийә даирилири өткән һәптә җәнуий корийә деңиз қоғдиғучилири билән тонушқан хитай белиқчиларни қоювәтти.
2010-12-25
Шинхуа агентлиқиниң 25-декабирдики хәвиридә көрситишичә, сайбағ районлуқ җ х идариси тор бетигә җинайәт нәқ мәйданидин тартилған сүрәтләрни чаплап хитайдики барлиқ тордашлардин гумандариға аит учур тәминләшни тәләп қилған.
2010-12-24
Хитай мәркизи хәлқ радио истансиси уйғур бөлүминиң мухбири, сәлкин тор бетиниң башқурғучилиридин бири, журналист муһәммәтҗан абдулланиң муддәтсиз кесилгәнлик хәвири хәлқара мәтбуатлар вә хәлқара тәшкилатларниң күчлүк диққитини тартти.
2010-12-24
Йеқинда тәңритағ торида "шинҗаңда инсанпәрвәрлик роһини йетилдүрүп, инсанпәрвәр бир шинҗаң бәрпа қилайли" мавзулуқ бир парчә обзор елан қилинған болуп, обзорда уйғур районида инсанпәрвәр бир җәмийәт бәрпа қилишниң уйғур районида һалқима тәрәққиятни бәрпа қилишниң муһим шәртлириниң бири икәнлики йезилған.
2010-12-24
Уйғурларға әһмийәт билән қараш вә ярдәм бериш мәсилисидә голландийидики һәрсаһә тармақлириниң қизиқиши барғансери күчәймәктә. Болупму голландийә ташқи ишлар министирлиқи, голландийә парламенти вә хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ органларниң уйғурларға тутқан позитсийиси алаһидә көзгә көрүнмәктә.
2010-12-24
12-Айниң 23-күни кәчтә түрксой идарисиниң залида "көч вә түркий хәлқләр" темисида йиғин чақирилди. Йиғинға түрксой муавин башлиқи фират фулташ, түркийә баш министирлиқ тармиқида йеңи қурулған чәтәлдә яшаватқан түркләр вә қериндаш түркий милләтләр идариси башлиқи кемал юртнач әпәнди, түркийә баш министирлиқ мәслиһәтчиси сейит йүсүп әпәнди, явропа түрк демократлар бирлики рәиси вейси гүнгөр әпәнди, түркийә истратегийә тәтқиқат мәркизи башлиқи синан оган әпәндиләр қатнашти вә сөз қилди. Булардин башқа түркийидики көчмәнләр билән мунасивәтлик аммиви тәшкилат мәсуллири, мутәхәссисләр қатнашти вә сөз қилди. Шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириға вакалитән хәйруллаһ әфәндигил әпәнди қатнашти.
2010-12-24
Язғучи дог саундерсниң "йәршари почтиси" гезитидики мақалисидә, дуняви кишилик һоқуқ қаришини өзлириниңму қиммәт қариши дәп елан қилған вә уни асасий қануниға киргүзгән хитай даирилириниң "лю шавбо вәқәси" билән, әслидики бу чүмпәрдисини бирдинла чөрүп ташлап, кишилик һоқуқ вә демократийә қиммәт қаришини ғәрбниң хитайни парчилаштики сиясий қорали дәп җакарлиғанлиқи вә бүгүнки күндә инсанийәтниң ортақ қиммәт қариши дәп етирап қилинған кишилик һоқуқ чүшәнчисиниң хитай туприқида орни йоқлуқини оттуриға қоюп, өзлириниң диктаторилиқ маһийитини ашкара қилғанлиқи баян қилиниду.
2010-12-24
Қазақистан йеңилиқлири ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 21-декабир күни бейнеу-бозой-чимкәнт газ туруба линийиси бойичә қурулуш ишлири башланған. Мәзкур туруба линийисиниң узунлуқи 1,5 миң километирғичә болуп, уни қазақистанниң маңғистав, ақтөпә, қизилорда вә җәнубий қазақистан вилайәтлиридин өткүзүш пиланланмақта.
2010-12-24
2010-Йили 12-айниң 21-күни үрүмчидә мәрһум шаир тейипҗан елиюп тәвуллутиниң 80 йиллиқи хатириләнди. Хитай өлкилиридин келип аталмиш уйғур аптоном райониға секретар болған һәрқандақ бир хитай һечқачан уйғурниң вапат болған бүйүклирини хатириләш мурасимиға қатнашмиған иди. Бу қетим җаң чүншән хатириләш мурасимиға қатнишипту.