Архип
2010-01-26
Хитай йәрлик һөкүмити 5 - июл үрүмчи вәқәсигә алақидар дәп қаралған йәнә бир түркүм кишиләр үстидин сот ачти вә буларниң ичидә 4 нәпиригә өлүм җазиси бәрди. Шуниң билән 5 - июл үрүмчи вәқәсигә четип өлүмгә һөкүм қилинған уйғурлар сани 20 нәпәрдин ашти.
2010-01-26
Хитай һөкүмити һазир уйғур елидә елип бериватқан аталмиш "үч хил күчниң бөлгүнчилик, бузғунчилиқ һәрикитидин қәтий һушяр болуп, муқимлиқини сақлаш тәдбирлирини һәқиқий әмәлийләштүрүш" тәшвиқат һәркитини, идарә - орган, мәктәпләрдин һалқип, уйғур елиниң әң чәт районлиридики йеза-кәнтләргичә, һәтта йезилардики башланғуч - оттура мәктәп оқуғучилири арисиғичә кеңәйтмәктә.
2010-01-26
Алмутида яшайдиған уйғур мутәхәссиси, др. Хәмит һәмрайеф мәрһум тарихшунас турғун алмасниң "уйғурлар" намлиқ китабини уйғурчидин, франсуз тарихчиси рене грусиниң " яйлақ империйиси" намлиқ китабини франсузчидин рус тилиға тәрҗимә қилип нәшир қилдуруш билән шөһрәт қазанған мутәххәсистур.
2010-01-26
Хайтида 12 - январ күни 7 бал йәр тәвригәндин кейин, дуня әллири хайтида адәм қутқузушқа башлиған иди. Йәр тәврәп 8 - күн өткәндә туралғу тегидә көмүлүп қелип техичә һаят туруватқан 69 яшлиқ бир аял қутқузувелинди, 10 - күни 8 яшлиқ бир оғул бала қутқузувелинди, 11 - күни 24 яшлиқ бир әр қутқузувелинди, бу бир мөҗизә иди.
2010-01-26
2010 - Йили - айниң 25 - күни истанбулда, түркийә-афғанистан-пакистан үч тәрәплик алий дәриҗиликләр йиғини өткүзүлгәндин кейин бүгүн йәни 1 - айниң 26 - күни түркийә җумһурийити рәиси абдуллаһ гүлниң саһибханилиқ қилиши билән, истанбулдики чираған сарийида "асияниң мәркизидә достлуқ вә һәмкарлиқ алий дәриҗиликләр йиғини" намлиқ хәлқаралиқ йиғин өткүзүлди.
2010-01-26
" Исламдики аилә түзүми", "ислам әқидилири" вә "ислам динидики намаз" қатарлиқ уйғурчә диний әсәрләрниң аптори, мисирниң дуняға даңлиқ әң қәдими билим юрти әзһәр университетиниң шәриәт вә қанун факултетини пүттүрүп болуп, оттура асиядики түркий җумһурийәтлириниң биридә, бир қанчә йил оқутқучилиқ қилғандин кейин, сәуди әрәбистанда илмий ишлар билән шуғуллинип келиватқан муһәммәд йүсүпниң "дин вә һаят (1600соалға җаваб)" намлиқ әсири, сәуди әрәбистан мәдәнийәт вә тәшвиқат министирликиниң тәстиқлиши билән сәуди әрәбистанда нәширдин чиқти.
2010-01-26
Йеқинда қирғизистандики бир һәрбий сот мәһкимиси президент бақийефниң өктичилиридин, қирғизистанниң сабиқ дөләт мудапиә министири исмайил иссақофни хиянәтчилик билән әйибләп, 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди.
2010-01-26
Америка дөләт мәҗлисиниң бир нәпәр әзасиниң франсийә ахбарат агентлиқиға ашакарилишичә, обама һөкүмити тәйвәнгә қорал сетип бериш мәсилисидә өткән һәптә мәхсус музакирә елип барған вә қорал сетип бериш қарари муқимлашқан.
2010-01-26
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай соти түнүгүн "5 - июл" тутқунлиридин йәнә 13 киши үстидин һөкүм елан қилған. Һөкүмдә 5 нәпәр уйғур өлүмгә, 8 нәпири муддәтлик вә муддәтсиз қамақ җазасиға буйрулған.
2010-01-26
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бүгүнки шветсарийә вә хитай рәһбәрлириниң учришишида гуантанамо түрмисидики ака - ука мәһбуслар мәсилиси тилға елинған.
2010-01-26
Хитай ташқи ишлар баянатчиси бүгүн, башлиниш алдида турған 9 - қетимлиқ хитай - тибәт сөһбити һәққидә, далай ламани пурсәтни қәдирләп, мәркизи һөкүмәтниң тәләплиригә иҗабий җаваб қайтурушқа чақирған.
2010-01-26
Хоңкоң парламентидики демократийә тәрәпдари 5 нәпәр парламент әзаси бүгүн истипа бәргән. Улар истипасиниң мәқсити һәққидә тохтилип, хоңкоңда йолға қоюливатқан йерим демократийигә наразилиқ билдүрүш вә толуқ демократийигә болған тәқаззалиқини ипадиләш икәнликини билдүргән.
2010-01-25
Пакистанда яшаватқан өмәр мухтәр исимлик бир уйғур бир йилға йеқин вақиттин бери ғайип болған. У 1990 - йилларда оқуш иши билән уйғур елидин пакистанға кәлгән. Оқуши пүткәндин кейин, афғанистанлиқ бир уйғур қизи билән өйлүк очақлиқ болған вә аилиси билән бирликтә пакистанниң исламабад шәһиридә яшиған.
2010-01-25
Франсийидә чиқидиған 'фигаро гезити' ниң баш бетидә, хитай һөкүмитиниң интернетни қандақ контрол қиливатқанлиқини делиллайдиған бир мақалә елан қилиниди. Бу, хитайниң йеқиндин буян интернет һәққидики җакарлириға берилгән рәдийә болуп һесаблиниду.
2010-01-25
Қазақистан 2010 - йили яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәислик вәзиписини тапшуруп елиши билән униңға нисбәтән охшимиған баһалар оттуриға қоюлмақта. Бәзи мутәхәссисләрниң қаришичә, оттура асиядики түркий дөләт болған қазақистанниң тунҗи болуп бундақ бир вәзипини елиши муһим бир утуқ һесаблиниду. Әмма бу қазақистанниң һәр тәрәптин такаммуллашқанлиқиниму ипадә қилмайду.