Архип
2010-11-22
21- Ноябир, хитай дөләт ишлар кабинети вә хитай мәркизий һәрбий комитети хитайниң уйғур елидә турушлуқ қораллиқ сақчи қисимлири 2- тармақ әтрити һәмдә үрүмчи тармақ әтритиниң сабиқ башлиқи тйән гүйҗуңға "1- дәриҗилик төһпә мукапати" бәргән. Тйән гүйҗуң йеқинда үрүмчи қораллиқ сақчи қисимлири қоманданлиқ институтиниң мудирлиқиға өстүрүлгән.
2010-11-22
Хитай коммунист һөкүмити 1956- йилидин буян йолға қоюп келиватқан "ортақ тил" ни омумлаштуруш сиясити хитайда һәр хил қаршилиқларға учримақта икән.
2010-11-22
Уйғур боксчи мәмәттурсун чоң, хитайниң гуаңҗу шәһиридә өткүзүливатқан асия тәнһәрикәт йиғинида 69 килограмлиқлар дәриҗиси бойичә җәнубий корийилик рәқибини йеңип 8 күчлүкләр қатариға кирди.
2010-11-22
Хитайда зәһәрлик сүт мәһсулатлири йәнә баш көтүрүшкә башлиған. Хитай ахбаратида көрситишичә, вәқә хунән өлкиси шаңфән шәһиридә йүз бәргән болуп, мунасивәтлик һөкүмәт тармақлири зәһәрлик мадда меламин қошулған сүт мәһсулатлирини издәшкә башлиған.
2010-11-21
20- Ноябир күни кәчтә америка пайтәхти вашингтон шәһири вә униң әтрапидики җайларда яшайдиған уйғурлар бир йәргә җәм болуп, қурбан һейт паалийити өткүзди.
2010-11-21
Португалийиниң лиссабон шәһиридә өткүзүлгән шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлири йиғини җәрянида бир қатар мәсилиләр тәркибидә русийә билән шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң мунасивәтлиригә аит мәсилиләр музакирә қилинған.
2010-11-21
Бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә таянғанда, пәләстин миллий һөкүмитиниң рәиси махмут аббас шәнбә вә йәкшәнбә күнлири мисир президенти мубарәк вә әрәб бирләшмисиниң рәиси муса қатарлиқ билән көрүшкәндин кейин, әгәр исраилийә пәләстинликләр кәлгүсидә дөләт қуримиз дәватқан земинда аилиликләр райони қурушни давамлаштуридикән, пәләстинликләр билән исраилийә арисида тинчлиқ сөһбити болмайдиғанлиқини җакарлиған.
2010-11-21
Өткән һәптә америка дөләт мәҗлисидә америкиниң мәркизий асия дөләтлири билән болған һәмкарлиқлири мәсилиси бойичә бир гуваһлиқтин өтүш йиғини ечилған болуп, буниңда президент барак обама вәзипә өтигәндин буян америка қошма штатлириниң мәркизий асия әллири билән болған һәмкарлиқ мунасивәтлириниң күчәйгәнлики оттуриға қоюлған.
2010-11-21
Японийә һөкүмити шәрқий деңиздики аралларда һәрбий қошун турғузушни пиланлиған.
2010-11-20
Хитай даирилири шаңхәй шәһиридә чақирилидиған хитай тор язғучилириниң учришиши "сәзгүр" дәп қарап, әмәлдин қалдурған.
2010-11-20
Хәлқара мәтбуатларда көрситишичә, хитай һөкүмити бу йиллиқ нобел мукапати хитай өктичи язғучиға берилгәндин кейин қайтурулған инкасниң дәриҗиси, натсист вә совет һөкүмәтлири бу һәқтә қайтурған инкасларниң дәриҗисигә йәткән.
2010-11-20
Португалийиниң лисбон шәһиридә йиғинға қатнишиватқан нато даирилири афғанистанда хәвпсизлик сақлаш вәзиписини 2014- йилиниң ахири афғанистан қошунлириға өткүзүп беридиғанлиқини елан қилди.
2010-11-20
Японийә деңиз қоғдиғучилири баянат елан қилип, шәнбә күни талаш тартиштики сенкаку арили әтрапида икки хитай кемисини байқиғанлиқини билдүрди.
2010-11-20
Уйғур елидики биңтуән даирилири хотән дәрясиға салған йеза игилик 1- дивизийини чоң көврүки пүтүп, ишқа кириштүрүлгән. Мәзкур көврүкниң омумий узунлуқи 1. 7 Километир болуп, көврүк алар вә тумшуқ шәһири арисиға ясалған ташйолниң муһим тәркиби қисим икән.
2010-11-19
Рим ватикани билән хитай мунасивити хебейниң чеңде райониға бишоп бекитиш мәсилисидә ихтилап йүз берип, йәнә җиддийлишип кәтти. Хитайниң вәтәнпәрвәр католик җәмийити шәнбә күни ватиканниң тәстиқисиз гу җинсәй исимлик католик өлимасини хебейниң чеңде райониға бишоп қилип тәйинлимәкчи болған вә шу райондики барлиқ католик өлималириниң мурасимға қатнишишини тәләп қилған.