Архип
2010-03-23
Хитай ташқи ишлар баянатчисниң бүгүн елан қилишичә, америка билән хитай арисида иқтисадий вә истратегийә тимисида 2 - қетимлиқ юқири дәриҗиликләр сөһбити 5 - айниң ахирлири өткүзилиду.
2010-03-23
Өткән икки айдин бери интернет әркинлики мәсилисидә хитай тәрәп билән тиркишип келиватқан Google ширкити дүшәнбә күни хитайдики издәш мулазиметирини тақап, издәш мәнбәсини хоңкоңдики мулазиметириға йөткигән. Нәтиҗидә хитайда Google дин пайдилинип торда учур издигүчиләр хитайда илгири чәкләнгән бәзи учурларни көрәләйдикән. Һалбуки бу хил әһвалниң йәнә қанчилик давамлишидиғанлиқи һазирчә намәлум.
2010-03-23
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә голландийидики әһмийәтлик филим җәмийити тәрипидин уюштурулған, амистирдамдики хәлқаралиқ филим фестивалиға қатнишиш үчүн бүгүн вашингтондин айрилип йолға чиқти.
2010-03-23
Бейҗиңда 3 - айниң башлири ечилған хәлқ қурултийи һәм сиясий кеңәш йиғинидин кейин, хитайниң милләтләр сияситиниң нөвәттики әһвали һәм уйғур райониниң нөвәттики вәзийити хәлқара җамаәтчиликниң диққитини йәнә қозғимақта. Ундақта уйғур елидики уйғурларниң хитайда ечилған икки йиғиндин кейинки уйғур райони вәзийитигә һәм хитайниң уйғур районидики йәрлик һөкүмәт даирилиригә болған инкаслири қандақ?
2010-03-23
Афғанистан президенти хамид карзаий хитайда рәсмий зияритини башлиди. У бу қетимқи хитай зияритидә хитайдин техиму көп мәбләғ вә ярдәм тәләп қилидикән. Күзәткүчиләрниң қаришичә, карзаий бу зияритидә хитайниң йеқин дости болған пакстан арқилиқ талибан мәсилисини һәл қилишни мәқсәт қилмақта.
2010-03-23
Норуз байрими түркий милләтләрниң әң қәдимий миллий байрими болуп, тарихий мәнбәләргә асасланғанда түркий милләтләр 2000 йилдин бери тәбрикләп кәлмәктә икән. Түркийә җумһурийити дөлити 1991 - йилидин бери һәр йили оттура ася түркий җумһурийәтлири вә дүняниң һәр қайси җайлиридики түркий милләтләрдин илим адәмлири вә сәнәтчиләрни түркийигә тәклип қилип һәр хил паалийәтләрни оюштуруп норуз байримини қутлимақта.
2010-03-23
3 - Айниң 21 - күни, германийиниң манхайим шәһиридә " шәрқий түркистанда вәһшийәт" намлиқ паалийәт өткүзүлгән. Германийидики уйғур зиялийси күрәш атахан әпәндиниң билдүрүшичә, бу паалийәтни" шәрқий түркистан күлтүр мәркизи" намлиқ тәшкилат билән түркийә вә яврупадики түрк тәшкилатлири һәмдә филим ишләш ширкәтлири бирликтә уюштурған болуп, көп хил мәзмунлуқ бу программиға миңға йеқин киши қатнашқан.
2010-03-23
Америка дөләт мәҗлисии әзалири өткән һәптә йәни 3 - айниң 15 - күни имзалиқ хәт йезип, америка малийә министири гәйтнер әпәндидин дөләт мәҗлисигә доклат бәргәндә бейҗиң һөкүмитини пулни контрол қилғучи дөләтләр қатариға киргүзүшни тәләп қилған иди.
2010-03-23
Истанбулда өткүзүлгән хәлқаралиқ 'һөр шәрқий түркситан' намлиқ йиғинға дуняниң охшимиған дөләтлиридә паалийәт қиливатқан бир қанчә уйғур зиялийлириму қатнишип сөз қилған болуп, сәуди әрәбистан җиддә радиоси уйғур бөлүмидә хизмәт қиливатқан зиялий сираҗиддин әзизи әнә шулардин бири.
2010-03-22
Хитай ахбарат васитилири 20 - марттин башлап уйғур елидә 5 - июлдин буян үзлүксиз қамал қилинип келиниватқан, пуқраларниң електронлуқ хәт алақиси һәм телефонда текист йолланмисиға қаритилған чәклимини бикар қилидиғанлиқини җакарлиған болсиму, әмма радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, пуқраларниң интернет арқилиқ өйлиридә електронлуқ мәктуп йоллиши йәнила чәклимигә учриған.
2010-03-22
Америкида йиллардин сағламлиқ суғуртисини ислаһа қилиш һәққидә сунулған лайиһиләр мақулланмай вә қанунға айландурулмай келиватқан иди. Ахир 3 - айниң 21 - күни(йәкшәнбә күни) ахшамда, сағламлиқ суғуртиси лайиһисиниң бир хил нусхиси дөләт мәҗлисидә аваз қоюш арқилиқ мақулланди. Әмди президент обама имза қойсила, бу лайиһә қанунға айлиниду.
2010-03-22
Хитайниң һөкүмәт авази болған шинхуа, хәлқ күндилик гезити қатарлиқ бир йүрүш дөләт ахбарат вастилири гогулға қарши һуҗум қилишқа башлиди. Дүшәнбә күни бу ахбарат вастилири гогулни сиясәткә арилишиш билән әйибләп, гогулниң бундақ қилиш арқилиқ пайда елишни көзләватқанлиқини илгири сүргән.
2010-03-22
Хитай баш министири вен җябав "хитай сода уруши қилишни халимайду" деди. Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай баш министири вен җябав дүшәнбә күни қилған сөзидә хитайниң әркин тиҗарәтни яқилап кәлгәнликини илгири сүрүп "хитай сода уруши қилишни халимайду, дунядики барлиқ мәсулийәтчан дөләт вә ширкәтләр сода вә пул қиммити урушиға қәтий қарши туруши керәк" дегән.
2010-03-22
3 - Айниң 20 - 21 - күнлири истанбулда "һүр шәрқий түркистан илмий муһакимә йиғини " өткүзүлди. Америка, бәзи әрәб дөләтлири вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдин профессор, мутәхәссис, адвокат, аммиви тәшкилат мәсуллири вә инсан һәқлири паалийәтчилиридин болуп 20 әтрапида илим адими сөз қилди.
2010-03-22
Америка алий соти дүшәнбә күни қарар мақуллап: "гүәнтанамодики уйғурларға 3 - дөләтни 30 күн бурун хәвәр қилиш һаҗәтсиз" деди.