Архип
2010-07-01
Франсийиниң наңта шәһиридә өткүзүлүватқан 4 - нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ қурултийиға, уйғур миллй һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға вакалитән америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди иштирак қилмақта.
2010-07-01
Вән йәнхәй бейҗиңда паалийәт елип баридиған "әйҗишиң" намлиқ хитай әйдиз кесәлликләр ярдәм җәмийитиниң мәсули. У йеқинда америкиға келип панаһланған. Вән йәнхәй бейҗиңдики мәзгилидә ичкиридики уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилиригә йеқиндин арилашқан шәхсләрниң биридур.
2010-07-01
Америка билән җәнубий корийә сериқ деңизда, хитай шәрқий деңизда һәрбий мәшқ елип бериватқанда, русийә, японийиләрму корийә йерим арили әтрапида һәрбий мәшиқ башлиди.
2010-07-01
2009 - Йили 7 - айниң 5 - күнидики вәқә дуня җамаәтчиликиниң диққитини үрүмчигә тартқан иди. Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң үрүмчи вәқәсидә хитайни "ирқий қирғинчилиқ қилди " дәп әйиблиши билән түркийә парламентидики түркийә - хитай достлуқ гурупписиниң әзалиридин 7 киши әзалиқтин истипа бәргән иди.
2010-07-01
2010 - Йили 7 - айниң 1 - күни шәрқий түркистан мунбириниң уюштуруши билән истанбулдики әрәсин меһманханисида 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
2010-07-01
Қазақистан алимлири йеқинда мәшһур қазақ алими чоқан вәлиханоф туғулғанлиқиниң 175 йиллиқини хатирилиди. 19 - Әсирдә өткән қазақ алими чоқан вәлиханоф әйни вақитта оттура асия хәлқлири арисидин йетишип чиққан йетүк алим вә експедитсийичи болуп һесаблиниду.
2010-07-01
Хитайниң һөкүмәт авази болған шинхуа агентлиқи 24 саәт бойичә инглиз тилида тарқитиш қилидиған телевизийә қанили қурди. "С н с дуня" дәп аталған бу қаналниң ечилиш мурасимида шинхуа агентлиқиниң башлиқи ли суңҗин сөз қилип, с н с қанилиниң "хәлқараға хитайни техиму яхши тонутидиған, әң йеңи хәвәрләрни тәрәпсиз һалда йәткүзүдиған" бир қанал болидиғанлиқини билдүргән.
2010-07-01
Бүгүн америка пайтәхти вашингтонда "дәрдимизни аңлайдиған адәм барму, 2009 - йилидики үрүмчи вәқәсидин садалар " мавзулуқ юмилақ үстәл сөһбити өткүзүлди.
2010-07-01
Гогул сәһиписиниң бир қисим иқтидарлири хитайда кашилиға учриған. Дунядики әң чоң издәш матори болған гогул ширкити бүгүн гогулниң хитайдики издәш маториниң бир қисим иқтидарлириниң паләч һалға чүшүрүп қоюлғанлиқини билдүрди.
2010-07-01
Хитай билән пакистан "террорлуққа қарши" ортақ һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини елан қилди. Бүгүн пакистан һәрбий даирилири, буниң пакистан - хитай мунасивитиниң техиму қоюқлашқанлиқидин дерәк беридиғанлиқини билдүрди.
2010-07-01
Афғанистандики америка вә нато қисимлириға йеңидин қомандан қилип тәйинләнгән америкилиқ генерал давид петриос бүгүн брюсселда шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләт вәкиллири билән учрашти. Учришиштин кейин у нато баш секретари фог расмуссен билән ортақ баянат елан қилди.