Архип
2010-08-06
Пакистанниң ғәрбий шималида йүз бәргән еғир кәлкүн апити дәряларниң тешиши билән пакистанниң җәнубий районлириғиму тәсир көрситишкә башлиди. Һазирғичә 4 йерим милйон киши апәт районлиридин көчүрүлди.
2010-08-05
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар " 5 - июл" вәқәси һәққидә ечиливатқан сотларда әң еғир җазаға йолуққанлардин бири, 32 яшлиқ уйғур ханими гөлмирә иминдур. Гөлмирә имин бу йил 4 - айниң 1 - күни, үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси тәрипидин қанунсиз намайиш тәшкилләш, дөләтни парчилашқа урунуш вә дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш қатарлиқ 3 хил аталмиш җинайәт билән әйиблинип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған. Төвәндә мәһбус гөлмирә иминниң кимлики һәққидә тәйярланған программимизни аңлайсиләр.
2010-08-05
Хитай кейинки 10 йил ичидә уйғур елидә йәнә йеңидин биңтуәнгә қарашлиқ шәһәрләрни көпәйтишни пиланлиған. Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири буниң әмәлийәттә, уйғүр елигә техиму җиқ хитай көчмәнлирини йөткәп келип, уйғурларниң нопусини шалаңлаштуруш вә шуарқилиқ шәрқий түркистанда хитай арзу қилған "узун муддәтлик әминликкә капаләтлик қилиш"ни мәқсәт қилидиғанлиқини илгири сүрди.
2010-08-05
Америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди зияритимизни қобул қилип, дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмисиниң йеқинқи бир мәзгил ичидә елип барған мәтбуат паалийәтлири тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди.
2010-08-05
40 - 50 Йил бурун өз вәтинини ташлап чәтәлгә қечишқа мәҗбур қалған уйғурлар бүгүнки күндә дуняниң һәрқайси җайлирида игилик тикләп карханичи болушқа башлиқи. Булардин бири һазир истанбул тузла санаәт районида "таранчи терә завути" намида завути бар сейит таранчидур.
2010-08-05
Йеқинда қәшқәрдин истанбулға кәлгән дөләт исимлик киши билән уйғурларниң һазирқи пән - маарипи вә дини әркинлики вә уйғур дияриниң вәзийити һәққидә өзиниң көргән - билгәнлири һәққидә сөзләп бәрди. Униң ейтишичә, илгири қош тиллиқ маарип шуари астида алий мәктәпләрдә уйғур тили билән оқутуш чәкләнгән болса, мана әмди башланғуч мәктәпләрниң товән йиллиқидин башлап, қош тил нами астида хитай тилида маарип тәрбийиси елип бериливатқанлиқини инкас қилди. У йәнә диний етиқад әркинликиниң қаттиқ чәклимигә учраватқанлиқини билдүрди.
2010-08-05
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити қазақистанда дуня уйғур қурултийи вә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимға қарши тәшвиқат һәриктини күчәйткән.
2010-08-05
Мәлум болушичә, 8 - айниң 5 - күни бешкәк шәһиригә топланған миңлиған киши мәйданға йиғилип, һөкүмәткә қарши намайиш тәшкиллигән һәмдә қирғизистан президент сарийиға кирмәкчи болғанда, сақчилар вә қоғдиғучлар билән тоқунушқан. Нәтиҗидә икки тәрәп оз - ара оқ етишишқан.
2010-08-05
Күвәйттә чиқидиған “әл муҗтәмә” журнилиниң 2010 - йили 30 - июл санида “мисирлиқ алим рак кесилини хемир билән давалаш усулини иҗад қилди” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:“ америкида яшайдиған мисирлиқ алим мәмдуһ ғәним йигирмә йиллиқ җапалиқ издиништин кейин, адәттики хемир арқилиқ рак кесилини давалаш усулини иҗад қилип чиқти. Профессор мәмдуһ ғәним аввал рак ярисиниң микроблириниң хемирни шорап йейиш арқилиқ өлидиғанлиқини мулаһизә қилип чиқип, андин уни тәҗрибә қилишқа киришкән.
2010-08-05
Муһаҗирәттики әркин дуняда яшаватқан уйғурларниң инқилабий роһиниң суслап кетиши нәтиҗисидә, җайлардики уйғурларла әмәс, бәлки йәрлик хәлқ вә һөкүмәт даирилириму раһәтсизләнмәктә. Болупму әркин дунядики шараитта өзиниң вәтәнпәрвәрлик роһини җари қилдуралмайватқан уйғурларға қарита һәр хил көз - қарашларда болмақта.
2010-08-05
Тәйвәндики бир гезит пәйшәнбә күнидики хәвиридә америкиниң тәйвәнгә икки һәрбий парахот сетип беридиғанлиқини хәвәр қилди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу гезит хәвирини тәйвәндики бир әмәлдарниң сөзигә асасән бәргән болуп, хәвәрдә америка деңиз армийиси йеқинда тәйвәнгә икки һәрбий парахот сетип беришкә мақул болди дәп көрситилгән. Униңда ейтилишичә, парахотларниң һәр бири 20 милйон доллар қиммитидә болуп, америка ташқи ишлар министирлиқи бу йилниң ахири яки 2011 - йилиниң бешида қарарни мақуллайдикән.
2010-08-05
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү бүгүн баянат берип, хитайниң иран билән болған сода мунасивитини ақлиди. Җяң йү " хитай күндилик гезити"гә бәргән баянатида "хитай билән иран арисидики сода интайин нормал бир тиҗарий мунасивәт, бизниң мунасивитимиз һечқандақ бир дөләт вә хәлқара җамаәтниң мәнпәәтигә дәхли - тәруз йәткүзмәйду" деди.
2010-08-05
Бүгүн тәйвәндики нурғунлиған хитайға қарши кишиләр намайиш өткүзүп, "хитай һөкүмити икки қирғақ мунасивәтлири җәмийти " ниң әмәлдари җаң миңчиңниң тәйвәнгә келишигә наразилиқ билдүргән. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, намайиш тәйчуң шәһиридики җаң миңчиң чүшкән меһманханиниң алдида елип берилған. Бу җәрянда намайишчилар билән сақчилар арисида тоқунуш келип чиққан.
2010-08-05
Җәнубий корийә бүгүн тарихидики әң зор көләмлик деңиз һәрбий маневирини башлиди. 5 Күн давам қилидиған бу һәрбий маневирға 29 һәрбий парахот, 50 күрәшчи айропилан вә 4 миң әскәр қатнишидикән.
2010-08-05
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим америкида нәшрдин чиқидиған даңлиқ журнал "вал ситрт жорнили"да мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан сиясәтлирини тәнқид қилди.