Архип
2010-08-03
Тәңритеғиниң җәнуб шималида, бир һәптидин артуқ давамлашқан кәлкүн апәтлиридә, адәм өлүш, өй өрүлүш, қиян елишқа охшаш зор апәтләр йүз берип, деһқан, чарвичилар еғир зиян тартмақта. Гәрчә хитай даирилири тәшвиқатлирида хәлқни апәттин вақтида қутқузувалғанлиқини елан қиливатқан болсиму, истансимиз мухбирлириниң апәт районлириға қилған телефон зиярәтлиридин мәлум болушичә, йәнила нурғун җайларда апәттики хәлқниң ярдәмсиз қиливатқанлиқи,тохтимай давамлишиватқан кәлкүн апәтлириниң техиму зор зиянлириға, пәқәт өз күчигә тайинип тақабил турушқа мәҗбур болмақта икән.
2010-08-03
Нюйорк вақти гезитидә елан қилинған " хитайда камералар күзитишни давам қилмақта" мавзулуқ мақалидә аптор майкил винис үрүмчи вәқәсидин кейин хитай даирилириниң уйғур райониниң һәммила йеригә камера орнитип, кишиләрни 24 саәт күзитиватқанлиқини баян қилған. У мақалисигә "гәрчә бу кочиниң исми җәнубий азадлиқ кочиси болсиму, әмма бүкүнләрдә бу кочида азадлиқтин әсәр йоқ иди" дәп башлған болуп, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай даирилириниң пүткүл үрүмчи шәһиригә җәмий 47 миң камера орнатқанлиқини вә бу санниң йил ахириғичә 60 миңға чиқирилидиғанлиқини баян қилған.
2010-08-03
Хитайниң шинхуа агентлиқи бүгүн, мәркизи комитет уйғур аптоном райониға йеңидин бәлгилигән секритар җаң чүншәнниң йүз күнлүк нәтиҗисини мәдһийләп йерик мақалә елан қилди. Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит бу мәдһийиләрни рәт қилди.
2010-08-03
Түркийә санаәт вә тиҗарәт министири ниһат әргүн базарларни тәкшүрүшкә әһмийәт бериватқанлиқини ейтип мундақ дегән: "буниңдин кейин, һәр айда министирлиқимизниң тор бетидә базарларни тәкшүрүш әһвалини елан қилип туримиз. Бу қетимқи тәкшүрүш нәтиҗисидә 77 хил мәһсулатни йиғивелиш қарари чиқардуқ. Бу мәһсулатларниң көпи тоқумичилиқ буюмлири болуп, көпи хитай хәлқ җумһурийити вә тәйвәндә ишләпчиқирилған икән. Буларниң көпи оюнчуқ, терә чапан вә шәпкә".
2010-08-03
2010 - Йили 8 - айниң 1 - күни голландийидики алға бас яшлар кулубиниң орунлаштуруши билән белгийидә яшаватқан уйғур путбол һәвәскарлири тәклип қилинип, бир мәйдан достлуқ мусабиқиси уюштурулди.
2010-08-03
"5 - Июл қирғинчилиқи" дин кейин хитай мустәмликичилири мустәмликә уйғуристанда, "төт чүшәнчә бирлики" дәйдиған идеологийилик мални тавикаға селип,миңә ююш һәриктини хитайчә җәһли билән йолға қоюп,"милләтләр иттипақлиқи" тәрғибатини, қанат яйдуруп, ва қит исрап қилип, уйғурларниң идийисини контрол қилмақчи болди, немә үнүмгә еришти?
2010-08-03
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати түнүгүн мәхсус бир чақириқнамә елан қилип, диярим ториниң башқурғучиси дилшат пәрһатниң қоюп берилиши һәққидә хитай һүкүмитигә тәклип сунуш вә имза топлаш һәрикити башлиди. Чақириқнамидә, дилшат пәрһат, нур әли вә ниҗат азад қатарлиқ тор башқурғучилири виҗдан мәһбуслири дәп атилип, уларниң адаләтсиз сотланғанлиқи вә үстидин һәқсиз һөкүм чиқирилғанлиқи баян қилинди. Мәзкур тәшкилат дуняниң һәр қайси җайлиридики әзалири вә тәрәпдарлириға хитап қилип, уларни дилшат пәрһат қатарлиқ виҗдан мәһбуслириниң қоюп берилиши үчүн хитай һөкүмитиниң алақидар даирә вә органлириға хәт йезиш вә телефон қилишқа чақирди. Чақириқнамидә, 5 - июл вәқәсиниң баш - ахири вә уйғур райониниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәлуматлар берилди.
2010-08-03
10 Күндин бери уйғур елиниң һәрқайси җайлирида арқа - арқидин кәлкүн апити йүз бәрмәктә. Хитай мәтбуатлири, җайларда апәттин қутқузуш һәрикәтлириниң җиддий елип бериливатқанлиқини хәвәр қилмақта. Хәвәрләрдин биридә баян қилинишичә, кучадики қутқузуш һәрикитидә тик учар айропланлар ишқа селинған. Радиомиз мухбири бүгүн кучадин әһвал игилигинидә, қутқузулған апәтзадиләрниң таш йол қурулушида йол яватқан хитай ишчилар икәнлики, нур бәкри қатарлиқ районлуқ һөкүмәт рәһбәрлириниң хитай ишчилиридин нәқ мәйданда һал сориғанлиқи мәлум болди. Әмма мухбиримиз ақту наһийисидә апәткә учриған уйғур аһалилиридин әһвал игилигинидә, улар апәт йүз бәргәндин буян һөкүмәт әмәлдарлирини вә ярдимини көрүп бақмиғанлиқини билдүрди.
2010-08-03
Гуаңҗуда чиқидиған җәнубий шәһәр гезитиниң алдинқи күни хәвәр қилишичә, гуаңдуңдики мутәхәссисләр, гуаңдуңни сиясий алаһидә район қилиш һәққидә чақириқ оттуриға қойған. Хәвәрдә билдүрүлүшичә, 31 - июл күни гуаңдуң өлкилик иҗтимаи пәнләр тәтқиқат орни, өлкилик партийә мәктипи, өлкилик иқтисад комитети вә өлкилик түзүлмә ислаһати тәтқиқат орни бирликтә алий муһакимә йиғини өткүзгән. Йиғин " гуаңдуң иқтисадий алаһидә райониниң 30 йиллиқи" дегән тимида болуп, йиғинда кейинки 30 йилда гуңдуң немә қилиш керәк дегән мәсилини музакирә қилған.
2010-08-03
Арқа - арқидин икки йәкшәнбә күни өткүзүлгән гуаңдуңдики намайишта вәзийәт техичә пәсәймигән болуп. Гуаңдуң шивисини қоғдаш шуари билән давам қиливатқан наразилиқ намайиши дүшәнбә күни чүштин кейинму йүз бәргән. Гуаңҗуниң йүешю дегән җайида йүз бәргән бу қетимқи намайишта йол тосуш вә сақчилар билән тиркишиш қатарлиқ наразилиқ һәрикәтлири көрүлгән. Гуаңҗу шәһәрлик сақчи идарисиниң ахбарат болуми дүшәнбә күни баянат елан қилип, шу күнки намайишни қанунсиз йиғилиш дәп әйиблигән һәм намайишта актип рол алған, бир аял, 2 әр болуп 3 кишини тутқун қилип, мәмури җәһәттин тутуп туруш җазаси берилгәнликини билдүргән.
2010-08-03
Америка дөләт мәҗилисидики җумһурийәтчи вәкилләрдин Ros Lehtinen ханим, түнүгүн бир баянат елан қилип, америка һүкүмитини, иран билән сода мунасивәтлирини давамлаштуруватқан хитай вә русийини җазалашни тәләп қилди. Баянатта америка вә б д т йолға қойған имбаргодин кейин, иранда бирмунчә чәтәл ширкәтлириниң тиҗаритини тохтатқанлиқини, әмма хитай ширкәтлириниң бу пурсәттин пайдилинип, иранниң ениргийә саһәисидики тиҗаритини ашуруватқанлиқини билдүргән.
2010-08-02
Ғәйрәт нияз вә дилшат пәрһат қатарлиқ уйғур тор бәт башқурғучилириниң хитайда сотланғанлиқи дуняға ашкариланғандин кейин, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә һәр саһәдики демократик затлар журналист ғәйрәт нияз қатарлиқларниң тәқдиригә көңүл бөлүшкә башлиди. Улар баянатлирида хитай һөкүмитидин ғәйрәт нияз һәм уйғур тор бәт башқурғучилири үстидин адил һөкүм чиқиришни, һәтта қоюп беришни тәләп қилди.
2010-08-02
Хитай һөкүмити уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханимға қаратқан тәшвиқат һуҗумини изчил давамлаштурмақта. Мәлум болушичә, рабийә ханимға қаритилған һуҗум хитайниң һәр дәриҗилик партийә - һүкүмәт йиғинлирида, мәтбуат вастилиридә вә вә тор бәтләрдә давам қилмақта. Хитай бу арқилиқ рабийә ханимниң чақириқ күчини аҗизлаштурушқа урунмақта. Уйғурларниң инкаслиридин мәлум болушичә, хитайниң бу тәшвиқати, хитайниң күткининиң әксичә үнүм бәрмәктә. Төвәндә уйғур елидики икки нәпәр радио аңлиғучилиримиздин кәлгән инкасқа қулақ салғайсиләр.
2010-08-02
Японийә уйғур җәмийити 2008 - йили қурулғандин буян нурғун паалийәтләрни уюштуруп, уйғур давасини японийә хәлқи вә һөкүмитигә тонутуш үчүн актип хизмәтләрни ишләп кәлмәктә. японийә уйғур җәмийити дәсләп қурулғанда японийидики уйғур һәрикитини қоллиғучи кишиләрниң һимайисигә еришип, улар тәминлигән ишханиларда вә һәтта өйлиридә бу хизмәтни елип барған болсиму, японийидики уйғур һәрикитиниң күчлинип беришиға әгишип, бу хил шараит еһтияҗни қамдиялмиған. японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәһмут әпәндиниң ейтишичә, һазир японийидә оқуватқан оқуғучиларниң көпийиши вә уларниң оқуш, хизмәт вә олтурақлишиш мәсилилирини һәл қилишму муһим бир мәсилә болуп турмақта. Шуңа уйғур даваси билән бирликтә японийидики уйғурларниң әмәлий мәсилилирини һәл қилиш үчүн японийә уйғур җәмийити токйода ишхана ачқан. японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәһмут әпәнди бу һәқтә көз қаришини оттуриға қойди.
2010-08-02
Бүгүн интернеттә, хитай һөкүмити немә үчүн бу йил йүз йилдин буян көрүлүп бақмиған чоң апәт дегән сөзни көп қоллинидиған болуп қалғанлиқи һәққидә муназирә қозғалди. Хитайға нәзәр тор гезити ниң бүгүнки обзорида баян қилинишичә, хитай һөкүмити бу йил 3 - айда йүннән, гуйҗу қатарлиқ ғәрбий җәнубтики бәш өлкидә йүз йилдин буян көрүлүп бақмиған чоң қорғақчилиқ апити йүз бәрди деди. Униңдин кейин, гуаңдуңниң шавгуән, хуйҗу, сәнту қатарлиқ 13 шәһәрчисидә йүз йилдин буян көрүлүп бақмиған ямғур апити йүз бәрди деди. Униңдин кейин, хитай һөкүмитиниң учур вастилири йүз йилдин буян көрүлүп бақмиған чоң кәлкүн, чоң ташқин яки дәһшәтлик тәбиий апәт дегән сөзни һәммила җайда қоллинидиған болуп қалди.