Архип
2012-12-27
Әнгилийидә чиқидиған гардиян гезити алдинқи күни тарқатқан хәвәрдә ейтилишичә, хәлқаралиқ әнгилийидә чиқидиған гардиян гезити алдинқи күни тарқатқан хәвәрдә ейтилишичә, хәлқаралиқ сәһийә мутәхәссислири хитай қатарлиқ бәзи асия дөләтлиридин түркүм - түркүмләп импорт қилиниватқан сахта дориларниң африқа хәлқиниң саламәтликигә еғир тәһдит пәйда қиливатқанлиқини билдүргән. Сәһийә мутәхәссислири хитай қатарлиқ бәзи асия дөләтлиридин түркүм - түркүмләп импорт қилиниватқан сахта дориларниң африқа хәлқиниң саламәтликигә еғир тәһдит пәйда қиливатқанлиқини билдүргән.
2012-12-27
Бүгүн чиңхәй өлкиси тибәтләрниң өзини көйдүрүвелиш вәқәлириниң алдини елиш үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини чиңитидиғанлиқини елан қилди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, чиңхәй гезитидә берилгән хәвәрдә даириләр бундин кейин кочиларда чарлаш сақчиси вә һәрбийләрни көпәйтидиғанлиқини, чәтәлликләрниң тибәт раһиблири мәркәзлик җайлашқан тоңрен райониға киришини чәкләш үчүн тәкшүрүш бекәтлири қуридиғанлиқини уқтурған.
2012-12-27
25 - Декабир күни қазаақистанда бир һәрбий айропилан чүшүп кетип, айропиландики 7 хизмәтчи вә 20 офетсир һәммиси қаза қилған иди. Қазақистан чегра қоғдаш идарисдики юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң өлүмигә сәвәб болған бу вәқә қазақистан хәлқини қаттиқ қайғуға чөмдүрди. Президент нурсултан назарбайеф бүгүн рәсмий баянат елан қилип, 27 - декабир күнини дөләт боиичә матәм күни дәп елан қилди.
2012-12-27
Дуня уйғур қурултийи, хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә америка кишилик һоқуқни илгири сүрүш фонди қатарлиқ органлар бирлишип, алдимиздики 3 - айда җәнвәдә илмий муһакимә йиғини уюштуридиғанлиқини елан қилди.
2012-12-27
Биз өткән һәптдики программизида 5 - июл ғайиплиридин мәмәт баратниң аниси судиханниң үрүмчи алтунбулақтики өйидин сақчиларниң бесими билән һәйдәлгәнлики вә судихан аилисиниң алтунбулақтики бир меһманханида күн өткүзиватқанлиқи һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Бүгүн мухбиримиз судиханни өйидин көчүрүш вәзиписини иҗра қилған сақчи хадимини зиярәт қилди. Сақчи хадими судиханни өйидин көчүшкә мәҗбурлиғанлиқини инкар қилған болсиму, әмма, уни балисини издәштин тосуватқанлиқини йошурмиди.
2012-12-27
26 - Декабир күни хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи “җамаәт хәвпсизлик органлириниң иҗтимаи делоларни бир тәрәп қилиш қануниниң түзитилгән нусхси”ни елан қилип, 2013 - йили 1 - янивардин башлап,йеңи қануни бәлгилимиләрниң иҗра қилинидиғанлиқини билдүрди.
2012-12-27
Түркийә қанал7 телевизийиниң “дияр, дияр” программисида уйғурларниң мәдәнийәт, өрп - адәтлири вә тамақлири тонуштурулди.
2012-12-27
Түркийә, хитай мунасивити 41 йиллиқ тарихқа игә болуп, кейинки йилларда барғансери күчәймәктә. Мутәхәссисләр түрк, хитай мунасивитиниң күчийишигә әгишип шәрқий түркистан мәсилисиниң икки дөләт оттурисидики муһим сиясий мәсилиниң биригә айланғанлиқини илгири сүрмәктә.
2012-12-27
Уйғур хәлқиниң 1944 - , 1949 - йиллардики миллий азадлиқ инқилабида өз һаятини тәқдим қилған қәһриман қиз ризвангүлниң образи язғучи зунун қадирниң “шәпқәт һәмширәси” намлиқ һекайиси билән композитор қуддус ғоҗамярофниң “ризвангүл” симфонийиси арқилиқ хәлқ қәлбидин чоңқур орун алған.
2012-12-27
Японийә өзини қоғдаш һава армийисиниң сабиқ баш қомандани тошио тамогами йеқинда өз намида нәшр қилинидиған журналда “диний етиқади болмиған хитайниң уйғур, тибәт вә японларниң диниға қарши туруши” дегән сәрләвһилик мақалисини елан қилған.
2012-12-27
Хәлқарадики әң чоң уюшма бирләшкән дөләтләр тәшкилати бәлгилигән қанунларни, хитабнамиләрни һазирқи мәвҗут мәмликәтләрниң барлиқиниң етирап қилишиниң шәртлики көпчиликкә яхши мәлумдур. Әйнә шу қанунларниң бири - һәр бир милләтниң, хәлқниң кишилик һоқуқлирини сақлаш һәм уларға һөрмәт билдүрүштур.
2012-12-27
Йеқинда қирғизистан уйғур иттипақ җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗи, баш йигит беши өмәрҗан һәмрайив вә иттипақ кеңишиниң бир түркүм әзалири иссиқ көл вилайити тәвәсидики уйғур җамаити билән көрүшүп, иттипақ шөбилири қуруш, аяллар кеңиши қуруш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған.
2012-12-26
Өзбекистан 31 - декабир күнидин етибарән таҗикистанни тәбиий газ билән тәминләшни тохтитиду. Пәрғанә учур ториниң таҗикистан хәвәр агентлиқидин нәқил кәлтүрүшичә, бу учурни өзбекистан тәбиий газ ширкити “узтрасгаз” ширкити тарқатқан.
2012-12-26
70 Тин артуқ хитай профессор вә адвокат хитай коммунист партийиси рәһбәрлиригә мәктуп йоллап, уларни мувапиқ дәриҗидә сиясий ислаһат елип беришқа вә партийини һөкүмәттин айришқа чақирди.
2012-12-26
26 - Декабир японийә парламент әзалири японийә парламентида биләт ташлап, сабиқ японийә баш вәзири шинзо абени қайтидин баш вәзир қилип сайлап чиқти. Шинзо абе сайламдин кейин йеңи кабинет тәшкиллиди.