Архип
2012-12-25
Мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийиси җәмиийтиниң уюштуруши билән үчинчи қетимлиқ уйғур магистир вә доктор оқуғучилири илмий муһакимә йиғини 23 - декабирда истанбул зәйтибурну райониға җайлашқан деңиз фәнәри җәмиийити йиғин залида “достимиз илим - мәрипәт, дүшминимиз наданлиқ вә җаһаләт” шуари астида ечилди.
2012-12-25
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди түркийиниң ақсарай вилайитидә бәргән доклатида : “түркийидә шәрқий түркистан мәсилиси аңлитилмиған җай қоймаймиз” деди. 24 - Декабир күни түркийиниң оттура қисимиға җайлашқан әң чоң вилайитидин бири болған ақсарай вилайитиниң мәркизи ақсарай шәһиридә уйғурлар һәққидә бир йүрүш паалийәтләр өткүзүлди.
2012-12-25
Йәкшәнбә күнидин тартип стокһолимда давамлишиватқан шималий явропа ислам бирликиниң 32 - нөвәтлик муһакимә йиғинида шәрқий түркистан вә уйғур мәсилиси муһим тема сүпитидә оттуриға чиқти.
2012-12-25
Хәлқара мунасивәтләр тәтқиқатчиси лоренз өзиниң “1954 - йилидин 1962 - йилғичә болған хитай, һиндистан мунасивити” дегән әсириниң “тибәт мәсилиси” дегән бабида хитай хәлқ җумһурийитиниң башқа дөләтләр билән түптин охшимайдиғанлиқини ейтиду.
2012-12-25
“русийә авази” тор бетидә йеқинда “хитай оттура асияни ишғал қиливатиду” мавзулуқ обзор елан қилинди.
2012-12-24
Мәлум болушичә, африқида балилар бәзгәк кеслиниң тарқилиш нисбити дуня бойичә юқири болуп, йеқинқи йиллардин бери африқида тарқалған хитайниң сахта дорилири, мәзкур кесәлни давалиялмайла қалмастин, әксичә техиму әвҗ алдуруп, униң сақаймас кесәлгә айлинишиға сәвәб болған.
2012-12-24
Хитай шинҗаң гезити өткән һәптә мәхсус обзор елан қилип, уйғурларни айропилан булаш шәклидики зораванлиқ һәрикәтләрни тәкрар садир қилмалиққа чақирған.
2012-12-24
Шенҗин шәһириниң буҗи базиридики аһалиләрдин миңдин артуқ киши өткән пәйшәнбә күни шәһәр ичидә йол тосуп наразилиқ намайиши өткүзгән. Мәлум болушичә, 2 айниң алдида даириләр шенҗинниң буҗи дегән базири яқсида бир еликтир истансиси вә бир әхләт көйдүрүш мәйдани бәрпа қилидиғанлиқини елан қилған.
2012-12-24
Америка пайтәхти вашингитондики дөләтлик җуғрапийә музийи, бу йил 8 - айниң 1 - күнидин башлап, “1001 кәшпият: ислам мәдәнийитиниң алтун дәври” намлиқ көргәзмә ачқан болуп, мәлум болушичә, нөвәттә бу көргәзмә америка ичи - сиртидики саяһәтчиләрниң күчлүк қизиқишини қозғимақта.
2012-12-24
Б д т 1992 - йили декабирда “аз санлиқ милләтләр, етник, тил вә диний аз санлиқларға мәнсуп кишиләрниң һоқуқи әһдинамиси” мақуллап, аз санлиқ милләтләрни қоғдашни һәр қайси дөләт вә һөкүмәтләр әмәл қилишқа тегишлик бир мәҗбурийәткә айландурған иди. Д у қ йеқинда 9 маддилиқ мәзкур әһдинамә мақулланғанлиқиниң 20 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң мәзкур әһдинамигә әмәл қилмайватқанлиқини илгири сүргән. Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясити хитай имза қойған мәзкур әһдинамигә хилап.
2012-12-24
Йеқиндин буян хитай тор бекәтлиридә барғанчә көпийиватқан хитай әмәлдарларниң парихорлуқ қилмишлири һәққидики хәвәрләр хитай пуқралири арисида һөкүмәт әмәлдарлиридин шәхси мүлкини ашкарилашни тәләп қилидиған садаларни күчәйтмәктә.
2012-12-24
Түркий тиллиқ 25 милләт яшайдиған дөләт вә районлар арисида сәпәрвәр қилинған иккинчи нөвәтлик хәлқара “мәһмуд кашиғәрий һекайә мусабиқиси” 21 - декабр күни түркийә пайтәхти әнқәрәдә ахирлашти.
2012-12-24
Чинәбағ уйғур юртлириниң һәммә шәһәр,йеза, қишлақлирида наһайти көп учрайдиған йәр - җай намлириниң бири. Уйғурлар тарихтин буян бағ - варан, гүл - гияһларға һерисмән хәлқ болғанлиқи үчүн өзлири олтурақлашқан маканларни бағу - бостанларға айландуруп, тәбиий гүзәлликкә туюнған бағларни бәрпа қилип яшап кәлгән.
2012-12-24
Хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан мәҗбурий пиланлиқ туғут сияситиниң уйғурларға елип киливатқан еғир ақивәтлири тоғрисида, исмини ашкарилашни халимиған бир нәпәр тиббий хадим ихтиярий мухбиримиз абдулланиң зияритини қобул қилип, өз қарашлирини оттуриға қойди.